ақар: 366 террорчи бир тәрәп қилинди

дөләт мудапиә министири һулуси ақар 366 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини ейтти.

1053506
ақар: 366 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири һулуси ақар терроризмға қарши  күрәшниң мевә беришкә башлиғанлиқини ейтти. ақар җумһур рәислик сарийи миллий мәдәнийәт вә йиғин залида җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң иштирак қилишида өткүзүлгән «ғазилар күни» мурасимида қилған сөзидә, терроризмға қарши  күрәш даирисидә йеқинқи 45 күн ичидә  дөләт ичи-сиртида қуруқлуқ һәм һавадин елип берилған кәң көләмлик һәрбий һәрикәтләрдә каттибашлириниму өз ичигә алған 366 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر