әрдоған билән путин сочида көрүшти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған русийә пирезиденти владимир путин билән елан қилидиған байанатниң, сүрийәниң идлиб райони үчүн йеңи үмид болидиғанлиқини ейтти.

1051248
әрдоған билән путин сочида көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи 10 күндә иккинчи қетим бир йәргә кәлгән рәҗәп таййип әрдоған билән путинниң, русийәниң сочи шәһиридики сөһбити башланди.

рәҗәп таййип әрдоған көрүшүштин бурун қисқа байанат елан қилди. у: «сийасий, һәрбий, иқтисад қатарлиқ нурғунлиған саһәләрдики пикир алмаштурушлиримиз бир-биримизни техиму күчәйтидиған сәвийәдә. һазирниң өзидә дунйаниң диққити сочиға мәркәзләшти. бу йәрдә елан қилинидиған ортақ байанат, районға йеңидин үмид елип келиду» деди.

русийә пирезиденти путин: «музакирә қилидиған нурғун мәсилиләр бар. бәзилири наһайити мурәккәп мәсилиләр. буларни һәм көздин кәчүримиз һәмдә буларниң һәл қилш чарилири үстидә издинимиз» деди.

путин сөзини мундақ давамлаштурди:

«түркийә билән болған мунасивәтлиримиз иҗабий шәкилдә давамлишиватиду, сода саһәсиму тез сүрәттә тәрәққий қиливатиду. район бихәтәрлики нуқтисидин ейтқандиму мунасивәтлиримиз тәрәққий қиливатиду. буниңдин башқа, кәң даирәдә хәлқаралиқ сийасәт нуқтисидин ейтқандиму мунасивәтлиримиз тәрәққий қиливатиду» деди.

икки рәһбәр бүгүнки сөһбитидә идлиб мәсилисини музакирә қилиду. әрдоған-путин сөһбитидә, идлибқа қилинидиған һуҗумниң пәйда қилидиған көч долқуни, райондики түркийә әскәрлириниң бихәтәрлики, мәсилини сийасий йол билән һәл қилиш тиришчанлиқлири қатарлиқ мәсилиләрниңму музакирә қилинидиғанлиқи күтүлмәктә.

сөһбәттә йәнә, йеңи өзгиришләрдин башқа, иқтисад вә енергийә мәсилилириму музакирә қилиниду.

әрдоған билән путинниң бу қетимқи сөһбити, 26-сентәбир б д т омумий кеңишидә өткүзүлидиған сүрийә йиғинидин бурун муһим әһмийәткә игә.

әрдоған билән пуқтин 7-сентәбир иран пайтәхти теһранда ечилған үч тәрәп алий йиғинида көрүшкән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر