түркийә бакуниң азад болғанлиқиниң 100 – йиллиқини тәбриклиди

түркийә ташқи ишлар министирлиқи бакуниң азад болғанлиқиниң 100 – йиллиқини тәбриклиди.

1050135
түркийә бакуниң азад болғанлиқиниң 100 – йиллиқини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди: «бакуниң азад болғанлиқиниң 100 – йиллиқини тәбрикләймиз, бакуни азад қилиш йолида әзиз җенини пида қилған 1132 шеһидимиз билән бирликтә вәтинини қоғдаш йолида шеһит болған әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримизни чәксиз иптихарлиқ вә һөрмәт туйғуси ичидә мәңгү йад етимиз.»

байанатта, 15 – сентәбир күни әзәрбәйҗан мустәқиллиқ елан қилғандин кейинла османли империйәсидин йардәм тәләп қилған әзәрбәйҗанға әвәтилгән нури киллигил паша қоманданлиқидики «кавказ ислам қошуни» башчилиқида бакуниң азад болғанлиқиниң 100 – йиллиқи тәбриклинип мундақ дейилди: «<кавказ исла қошуни> вә бу мәнилик 100 – йил түркийә билән әзәрбәйҗанниң <икки дөләт, бир милләт> еңи даирисидики мәңгү йимирилмәс бирликиниң әң муһим бурулуш нуқтисини тәшкил қилиду. бакуниң азад қилиниши билән, шу дәврдә пайтәхт җәнҗәдин бакуға өзгәртилгән вә дөләтниң земин пүтүнлүкини қоғдаш йоли ечилғандур. шуниң билән бир вақитта, әзәрбәйҗанниң бүгүнки күндики чегра линийәлириниң бәлгилинишиниң асаси турғузулғандур. <биринчи дунйа уруши> ниң ахирқи айлирида талланған әскәрләрдин тәшкил тапқан вә әзәрбәйҗанға әвәтилгән <кавказ ислам қошуни> қолға кәлтүргән бу зәпәрниң 100 – йиллиқи, түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисидики қериндашлиқ һәм һәмкарлиқниң символи сүпитидә өзгичә алаһидиликкә игә.»

бакуниң азад қилинишиниң 100 – йиллиқи мунасивити билән бакуда җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев иштирак қилидиған тәбрикләш паалийәтлириниң өткүзүлидиғанлиқи әскәртилгән байанатта, бу паалийәтләргә түркийә армийәси билән әзәрбәйҗан армийәсигә қарашлиқ қисимларниңму қатнишидиғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر