хитайда бир шопур аптомобили билән қәтлиам йаратти

хитайниң хунән өлкисидә бир шопур аптомобилини шәһәр мәйданида топлишип турған хәлқниң үстигә һәйдиди.

1048602
хитайда бир шопур аптомобили билән қәтлиам йаратти

 

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң хунән өлкисидә йүз бәргән вәқәдә, дәсләпки мәлуматларға асасланғанда, аз дегәндиму 9 киши өлүп, 46 киши йаридар болди.

54 йашлиқ әр шопур җип аптомобили билән хәңйаң шәһиридә топлишип турған хәлқ арисиға бесип кирди.

 вәқәдә, дәсләпки мәлуматларға асасланғанда, 9 кишиниң өлүп, 46 кишиниң йаридар болғанлиқи билдүрүлди.

шопур сақчилар тәрипидин дәрһал назарәткә елинди.

униң илгириму от қойуп бериш вә һуҗум қилиш җинайәтлири билән җазаға тартилип түрмидә йатқанлиқи қәйт қилинди.

бирақ вәқәниң террорлуқ һуҗуми йаки әмәслики һәққидә һечқандақ байанат елан қилинмиди. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر