доналд трамп вә ақсарай һәққидә йезилған китаб талаш - тартиш пәйда қилди

америка пирезиденти донад трамп вә ақсарай һәққидики китаб қаттиқ талаш – тартишқа сәвәб болди.

1043894
доналд трамп вә ақсарай һәққидә йезилған китаб талаш - тартиш пәйда қилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: америкиниң вашингтон почта гезитидә китабниң бәзи бөлүмлири елан қилинған болуп, пишқәдәм йазғучилардин боб вудвардниң «қорқунч؛ ақсарайда трамп» намлиқ китаби америка хәлқи арисида йеңи талаш тартишларниң дәрвазисини ачти.

доналд трамп билән мәслиһәтчилири арисида нурғунлиған мәсилиләрдә җиддий ихтилаплар вә маслашмаслиқлар барлиқи илгири сүрүлгән мәзкур китабта, трампниң алаһидә алақә мудири рейнс пиребусқа қаратқан һалда: «ақсарайдики нурғунлиған киши бир биригә йиртқучларчә муамилә қилишиду» дегән ибариләрни ишләткәнлики байан қилиниду.

җәмий 448 бәтлик китабта йәнә, трамп тәйинлигән вә һазирму әдлийә министирлиқи вәзиписини давамлаштуруватқан җеф сесшәнскә қаритаму: «нирва кесили бар, һамақәт бир җәнублуқ» дегән ибариләрни ишләткәнлики билдүрүлиду.

китабта, трамп тәрипидин сода министирлиқиға тәйинләнгән вилбур русқа доналд трампниң бивастә һалда: «саңа ишәнмәймән, буниңдин кейин музакириләргә қатнишишиңниму халимаймән» дегәнлики илгири сүрүлиду.

китабта йәнә, тирампниң сүрийәдә 2017 - йилидики химийәлик һуҗумдин кейин, бәшшар әсәд үчүн «у ләнәтлик қатилни өлтүрәйли! ичкириләп кирип буларниң көпинчисини өлтүрәйли!» дегәнликиму илгири сүрүлиду.

йазғучи вудварниң билдүрүишичә, трамп йәнә 2017йили ийул ейидики бир дөләт бихәтәрлик кеңиши йиғинида, йеғин залидикиләргә наразилиқ билдүрүп: «афғанистанда мәйданда уруш қиливатқан әскәрләр бу ишларни силәрдин техиму йахши қилатти. биз бу йәрдә қандақ бимәниликләрни қиливатимиз? йәнә қанчилик адимимиз өлиду? қачанғичә у йәрдә туримиз?» дегәнлики қәйт қилиниду. 

доналд трамп һөкүмити астидики ақсарайда әстайидил бир маслишишчанлиқ вә тәртип түзүм йоқлуқи илгири сүрүлгән китабта йәнә, трамп билән бәзи муавинлири оттурисидиму нурғунлиған мәсилиләрдә һақарәтлик сөзләрни ишлитиш дәриҗисидә зиддийәт барлиқи байан қилиниду.

китабниң 11 - сентәбир күни базарға селиниши мөлчәрләнмәктә.

китабқа ақсарайму қаттиқ наразилиқ билдүрүлгән болуп, ақсарай байанатчиси сара сандерс китаб һәққидә елан қилған йазма байанатида, китабта нурғунлиған ойдурма һекайиләрниң барлиқини вә хаталиқлар билән толуп ташқанлиқини илгири сүрди.

ақсарай байанатчиси сара сандерс: «бу китабниң асаслиқ көп қисми бәзи рәнҗип қалған сабиқ хадимларниң сөзлирини асас қилған һалда ойдурулған һекайиләрдин башқа нәрсә әмәс. һәммиси пирезидентни йаман көрситишни нишан қилиду» деди.

мшел волф тәрипидин йезилған «от вә ғәзәп؛ трамп ақсарайниң ичидин» намлиқ йәнә бир китабму америка пирезиденти доналд трампниң пирезидентлиқ вәзиписини тапшуруп алған тунҗи йилини мәзмун қилған болуп, декабирда қаттиқ талаш - тартиш пәйда қилған иди. һәтта доналд трамп бу китабниң нәшир қилинмаслиқи үчүн нәшрийатқа агаһландуруш мәктуби йоллиған иди. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر