чәт әл мәтбуатлирида бу һәптә: 25.05.2018

бу һәптилик чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

978991
чәт әл мәтбуатлирида бу һәптә: 25.05.2018

 

америкидики түркийә америка тор бети, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң сөзидә «дунйаниң тәқдирини бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидики чарә типиштин аҗиз 5 даимий әзаға тутқузуп қойушқа болмайду» дегәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «TASS» хәвәр агентлиқи, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң пәләстиникләрни қоғдаш үчүн б д т тинчлиқ сақлаш қисимлирини пәләстингә әвәтилишини қоллайдиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «DW» интернет бети, йавропадики түркләрниң һәптә ахири сарайевода җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән көрүшкәнликини, әрдоғанниң уларға сөз қилип, өзилири тураватқан дөләтләрниң нупусиға өтүши керәкликини, бирақ өз күлтүрлириниму мудапиә қилиши лазимлиқини җикилигәнликини хәвәр қилди. 

қиримниң «QHA» хәвәр агентлиқи, баш минстир бинали йилдиримниң «гиретсийә 2016 - йили 15 - ийулда түркийәдә һәрбий өзгириш қозғимақчи болған хаин әскәрләрни һемайә қилди. гиретсийә сот мәһкимиси һәрбий өзгириштә қорбан болғанларниң һәқ һоқуқини айақ асти қилди» дегәнликини хәвәр қилди.

йапонийәниң кийодо хәвәр агентлиқи, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң боснийә геритсиговенаға мәбләғ селишқа вәдә бәргәнликини хәвәр қилди.

америкидики түркийә америка тор бети, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң пүтүн дунйаниң йадро қораллардин тазилиниши керәкликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «Ria Novosti» хәвәр агентлиқи, дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлиниң русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән сүрийә вәзийити үстидә музакириләшкәнликини хәвәр қилди.

америкиниң «AP» хәвәр агентлиқи, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң венезуела рәһбири николас мадурони йәкшәнбә күни өткүзүлгән дөләт рәислики сайлимида утуп чиққанлиқи үчүн тәбриклигәнликини хәвәр қилди.

америкидики түркийә америка тор бети, сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқати фонди җәмийитиниң ваиншгитонда турушлуқ ишханиси (SETA DC)  башлиқи қадри үстүн, америкиниң әлчиханисини қуддусқа йөткиши сәвәбидин оттура шәрқтики битәрәп мурәссәләштүргүчи болуш ролини йоқутуп қойғанлиқини ейтти.

әзәрбәйҗанниң « AzerTac» хәвәр агентлиқи, түркийәдә зийарәттә болуватқан әзәрбәйҗанниң деаспораға мәсул дөләт комитети башлиқи фуат мурадовниң, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи исмаил қәһриман билән көрүшгәнликини, учришишта исмаил қәһриман «әрменийәниң ашғалийити  астидики қарабағ мәсилисилар әмәс, бәлки бизниңму миллий мәсилимиздур» дегәнликини хәвәр қлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر