мисирда салаһ мәстанилиқи әвч алмақта

дөләт миқйасида сетиливатқан мәһсулатларниң асаслиқ көп қисмидиму салаһниң рәсими ишлитилмәктә.

976389
мисирда салаһ мәстанилиқи әвч алмақта
2018-05-16T192401Z_1601943898_RC1742BDF8E0_RTRMADP_3_RELIGION-RAMADAN-EGYPT-SALAH.JPG
2018-05-16T193057Z_613575666_RC124C2DFE10_RTRMADP_3_RELIGION-RAMADAN-EGYPT-SALAH.JPG
2018-05-16T193059Z_1122711264_RC1B288027F0_RTRMADP_3_RELIGION-RAMADAN-EGYPT-SALAH.JPG
cats.jpg

 

түркийә авази радийоси хәвири: қаһирә кочилириниң пүтүн доқмушлири путбол чолпининиң рәсими вә исми билән толди. һәтта базар, сода сарай, ресторан, һөнәвән вә сатрач дуканлириға қәдәр һәммила йәрдә униң рәсимини учратқили болиду.

мисир аридин 28 йил өткәндин кейин тунҗи қетим дунйа лоңқусини талишиш мусабиқисиға қатнишиш салаһийтигә игә болғандин кейин мисир хәлқиниң путбол чолпини салаһқа болған сөйгү - муһәббити күнсири ашмақта.

һәтта дөләт миқйасида сетиливатқан мәһсулатларниң көпинчисидиму салаһниң рәсими ишлитилмәктә.

коча тамлири салаһниң рәсимлири билән безәлмәктә. йашлар бәс - бәстә чачлирини қисқартип, бешиға салаһниң рәсимини өйдүрмақта.

пүтүн мисир хәлқи дунйа лоңқусини талишиш мусабиқисида тунҗи ғәлибини қолға кәлтүрәлиши үчүн 28 йашлиқ потбул маһири салаһқа қәтий ишәнч бағлиған вәзийәттә турмақта. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر