әрдоған: қуддус қолдин кәтсә, мәдинини қоғдап қалғили болмайду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қуддус мусулманларниң қолидин кетип қалған тәқдирдә мәдинини қоғдап қалғили болмайдиғанлиқини ейтти.

869542
әрдоған: қуддус қолдин кәтсә, мәдинини қоғдап қалғили болмайду

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған лүтфи қирдар йиғин залида өткүзүлгән «нәҗип фазил мукапатлири» пирограммисида қилған сөзидә, сүрийәдә пүткүл дунйа мусулманлириниң келәчики билән зич мунасивәтлик болған суйиқәстлик пиланни бузуп ташлиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «нөвәттә қуддус васитә қилинип пүткүл оттура шәрқ райони вә барлиқ мусулманлар нишан қилинған йеңи бир һуҗум башланди. бу һәқтиму чаршәнбә күни наһайити муһим қәдәмләрни ташлидуқ, худайим буйриса, буниңдин кейинму давамлиқ шундақ қилимиз. қуддус мусулманларниң қолидин кетип қалған тәқдирдә мәдинини қоғдап қелиш мумкин әмәс. мәдинә қолдин кетип қалса, мәккини қоғдап қалғили болмайду, мәккә қолдин кетип қалса, кәбини қолдин берип қойимиз. шуни унутмаслиқимиз керәкки, қуддус демәк, истанбул демәктур, исламабад демәктур, җакарта демәктур. мәдинә демәк, қаһирә демәктур, дәмәшқ демәктур, бағдад демәктур. кәбә демәк пүткүл мусулманларниң ортақ шан – шәрипи, ар – номуси, иптихарлиқ мәнбәси вә мәвҗудийәт ғайиси демәктур. шуңа биз буларниң һечберидин әсла ваз кәчмәймиз. аллаһниң әмр – пәрманлирини орунлаш вә әҗдадлиримизниң аманәтлиригә саһиб чиқиш үчүн пүтүн күчимизни ишқа салимиз.»

дунйа тәртипиниң бузуқ икәнликини, шуңа бундақ бузуқ дунйа тәртипиниң нөвити кәлгәндә қирғақларға урулған мәсум бир сүрийәликниң җәсити, өйи вәйран болған, пүткүл һәқ – һоқуқлири тартивелинған бир пәләситнлик сүпитидә алдилириға чиқиватқанлиқини әскәрткән әрдоған мундақ дәп көрсәтти: «бу бузуқ дунйа тәртипи нөвити кәлгәндә йурт – маканлиридин аммиви һалда сүргүн қилинип дәрйаларда, патқақлиқларда җан үзүватқан араканлиқлар сүпитидә алдимизға чиқмақта, шуңа биз бундақ тәртипниң оңшилиши йолида давамлиқ тиришчанлиқ көрситимиз һәмдә  адаләтсизлик алдида қәтий сүкүт қилмаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر