түркийә армийәси шималий ирақта террористларға зәрбә бәрди

түркийә армийәсиниң ирақниң шималидики зап вә авашин – басйан районлирида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати  п к к нишан қилинған һава һуҗумида 4 террорист бир тәрәп қилинди.

831195
түркийә армийәси шималий ирақта террористларға зәрбә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: баш иштаб башқармиси билдүрүшичә, уруш айропиланлири чарлаш вә көзитиш васитилири билән бирликтә шималий ирақтики чегра районлиримизға вә қаравулханилиримизға һуҗум қилишқа тәййарлиниватқанлиқи ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати  п к к мәнсуплириға қарши һава һуҗуми елип барған, бу җәрйанда 4 террорист бир тәрәп қилинған. уруш айропиланлири вәзипилирини мувәппәқийәтлик тамамлиғандин кейин, базилириға бихәтәр һалда қайтқан.

баш иштаб башқармиси тәрипидин елан қилинған йәнә бир байанатта әскәртилишичә, 12 – 18 – өктәбир күнлири п к к нишан қилинған һәрбий һәрикәтләрдә иккиси каттибеши болуп, җәмий 45 террорист уҗуқтурулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر