йетимләргә йахши муамилә қилиңлар

зулум қилип йетимләрниң мал ـ мүлкини (наһәқ) йәвалидиғанлар, шүбһисизки, қорсиқиға (қийамәт күни йенип туридиған) отни йәвалған болиду, улар йенип турған отқа (йәни дозахқа) кириду.

751964
йетимләргә йахши муамилә қилиңлар

түркийә авази радийоси: ниса сүриси, 6 – 10 - айәтләр. йетимләрни балағәткә йәткәнгә қәдәр синап туруңлар, уларда маллирини башқуралайдиған һаләтни байқисаңлар, уларға мал ـ мүлкини тапшуруп бериңлар؛ уларниң чоң болуп қелишидин қорқуп мал ـ мүлкини бузуп ـ чечип йәвалмаңлар. (йетимгә вәси болғанлардин) кимки бай икән, (вәси болғанлиқ һәққи үчүн) йетимниң мал ـ мүлкини йейиштин өзини сақлисун, (силәрдин) кимки йоқсул икән, у (өз әмгикиниң һәққи үчүн) мувапиқ рәвиштә йесун, улар (йәни балағәткә йәткән йетимләр) ниң мал ـ мүлкини тапшуруп беридиған чағда башқиларни гуваһ қилип қойуңлар. аллаһ һесаб елишқа йетәрликтур[6]. ата ـ аниси вә туғқанлири қалдурған мираста (йәни мейитниң тәрәкисидә)  әрләрниң һәссиси бар. мәйли у (йәни тәрәкә) аз болсун йаки көп болсун, һәр адәм аллаһниң адил шәриитидә) бәлгиләнгән һәссисини алиду[7]. тәқсимат вақтида (варис әмәс) туғқанлар, (туғқан әмәс) йетимләр вә мискинләр һазир болса, уларға буниңдин (йәни тәрәкидин уларниң көңлини елиш үчүн бир аз нәрсә) бериңлар, уларға чирайлиқ сөз қилиңлар (йәни бу кичикләрниң мели, бизниң әмәс дегәнгә охшаш өзрини ейтиңлар)[8]. (кимләрки) өзлиридин қелип қалидиған кичик балилири болуп, улардин қандақ әндишә қилидиған болса, башқиларниң қелип қалған кичик балилири үчүнму шундақ әндишә қилсун, (йетимләрниң ишида) аллаһтин қорқсун вә тоғра сөзни ейтсун[9]. зулум қилип йетимләрниң мал ـ мүлкини (наһәқ) йәвалидиғанлар, шүбһисизки, қорсиқиға (қийамәт күни йенип туридиған) отни йәвалған болиду, улар йенип турған отқа (йәни дозахқа) кириду[10].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر