салиһ әләйһиссалам

сәмуд қәвмигә әвтилгән пәйғәмбәр салиһ әләйһиссалам

677962
салиһ әләйһиссалам

түркийә авази радийоси: ад қәвми аллаһқа иман кәлтүрмәй һалак болғандин кейин, аллаһ таала уларниң йәр – земин вә йурт – маканлириға сәмуд қәвмини варис қилди.

сәмуд қәвминиң земини йешиллиқ билән қапланған гүзәл һәм чирайлиқ болуп, бағчилар, бостанлар, булақлар, ширилдап еқип туридиған сүзүк сулар билән толған иди.

сәмуд қәвми бинакарлиқ, тириқчилиқ вә бағ әһйа қилишта ад қәвми билән охшаш сәвийәдә болсиму, әмма, әқил - парасәт вә санаәттә улардин үстүн орунда туратти. чүнки, улар тағларни тешип аҗайип һәйвәтлик өйләрни йасайтти, өйниң тамлириға һәр хил бәдиий рәсимләрни нәқиш қилип ойатти.

улар әқил-парасәт вә һүнәр-санаәткә тайинип, земинни ад қәвмидикидинму йахширақ гүлләндүрди: ташлардин гойа момдин пайдиланғандәк пайдиланди, ташларни ходди момни ериткәндәк еритип аҗайип нәрсиләрни йасиди, йеңидин булақ ачти, мевилик дәл – дәрәхләрни тикти, өй – имарәтләрни бина қилди, апәттин сақлиниш үчүн, йәнә тағларни тешип өңкүрләрни йасиди, күнини бәхтлик, байашат өткүзди.

уларниң шәһригә киргән адәм уларниң һәйвәтлик орда-қәсирлирини көрүп: «буларни чоқум адәмләр әмәс, бәлки, җинлар бина қилипту» дәп ойлса؛ тамларға ойулған гүл-чичәкләрниң рәсимлирини көрүп: «бу һәргиз ойма рәсим әмәс, бәлки, баһар пәслидә мунбәт тупрақта үнгән раст гүл-чичәкләр икән» дәп қалатти.

җанабий аллаһ сәмуд қәвмигә асман-земинниң бәрикәтлирини кәң ечип бәрди, һәрқандақ йахшилиқ вә байлиқниң ишиклирини уларға кәң ачти. асман мол йамғур билән, земин гүл-чичәкләр билән, бағлар мевә-чивиләр билән уларниң һайатиға күч қошти, аллаһ уларниң ризқини кәңри, өмрини узун қилди.

лекин улар аллаһ тааланиң бу илтипатиға шүкүр қилмиди, күндин – күнгә көрәңләп вә чүшкүнлишип, туйуқ йолға маңди, бутқа чоқунуп аллаһқа етиқад қилмиди. улар техи өзлирини мәңгү мушундақ бәхтлик вә һузур – һалавәттә өтимиз, дәп чағлишатти.

аллаһ таала сәмуд қәвминиң ичидин әң алийҗанаб, әң әқиллиқ, көңүл – көкси әң кәң салиһ әләйһиссаламни пәйғәмбәр қилип әвәтти. салиһ әләйһиссалам қәвмини йеганә аллаһқа иман кәлтүрүшкә чақирди. уларға аллаһ таала уларни тупрақтин йаратқанлиқини, пүткүл земинни йаратқанлиқини, уларни мушу земинда көпийип бир – бириниң ишлириға варислиқ қилишқа муйәссәр қилғанлиқини һәм уларға көрүнәр вә көрүнмәс немәтләр вә бәхт – саадәт ата қилғанлиқини ейтти.

салиһ әләйһиссалам уларни йәнә бутқа чуқунуштин чәкләп вә бу һәқтә чүшәнчә берип мундақ деди:

- и қәвмим! аллаһқа ибадәт қилиңлар, силәргә аллаһтин башқа һеч мәбуд (бәрһәқ) йоқтур, у силәрни земиндин (йәни тупрақтин) йаратти, силәрни земинда турғузди, аллаһтин мәғпирәт тиләңлар, андин униңға тәвбә қилиңлар, пәрвәрдигарим һәқиқәтән йеқиндур, (дуани) иҗабәт қилғучидур.

сәмуд қәвми ғәпләттин ойғанмай, салиһ әләйһиссаламниң дәвәтлирини рәт қилди. һәтта униң пәйғәмбәрликини етирап қилмиди, униң сөзлирини мәсхирә қилди. улар салиһ әләйһиссаламни һәқиқәттин чәтнидиң, каззаплиқ қилдиң вә алдамчилиқ қилдиң, дәп һақарәтлири. улар униңға мундақ деди:

- и салиһ! илгири биз сени пикри өткүр, әқил – парасити зийадә дәп билип, гүзәллик вә әқил – парасәтниң символи қиливалғанидуқ. сениң мол тәҗрибәң вә әқил – параситиңгә тайиниш арқилиқ җаһаләтни йорутқанидуқ؛ бирәр тәбиий апәт йаки пешкәлликкә дуч кәлсәк, биз һаман сәндин мәслиһәт сорап, сениң көрсәткән мәслиһәтиң бойичә мүшкүлчиликтин қутулаттуқ. бирәр апәт йүз бәргәндә, биз саңа ниҗад йултузимиз, дәп үмид бағлайттуқ. бу сөзни ейтишиңдин бурун аримизда чоң адәм болуп қелишиңни үмид қилаттуқ, бирақ сән һазир немә болуп кетиватисән? бизгә немиләрни дәватисән?! әҗәба әмдиликтә сән ата – бовилиримиз етиқад қилип кәлгән бутларни инкар қилмақчиму? бизни ата ـ бовилиримиз ибадәт қилип кәлгән бутларға ибадәт қилиштин тосмақчиму? биз униңға етиқад қилип өгәнгән вә униңға етиқад қилиш билән өсүп чоң болған. бүгүн биз сениң сөзлириңдин гуманлинимиз. биз сениң ейтқанлириңға ишәнмәймиз, саңа әгишип һамақәтлик қилмаймиз. салиһ әләйһиссалам ейтти:

- и қәвмим! ейтиңларчу, әгәр мән пәрвәрдигарим тәрипидин назил болған ениқ дәлилгә асаслансам вә униң рәһмити (йәни пәйғәмбәрлик) гә сазавәр болсам, шундақ туруқлуқ аллаһқа қаршилиқ қилсам, аллаһниң азабидин мени ким қутқузиду? (мени өзүңларға әгишишкә дәвәт қилиш билән) маңа пәқәт зийандин башқисини зийадә қилалмайсиләр.

салиһ әләйһиссалам әнә шу йосунда давамлиқ тиришчанлиқ көрситип, уларни қаршилиқ көрсәтмәслик тоғрулуқ агаһландурди, уларға өз үстидики әлчилик бурчини очуқ - ашкара һалда җакарлиди, аллаһ тааланиң уларға ейтип түгәткүсиз бәхт - саадәт ата қилғанлиқини әсләтти һәмдә аллаһниң ғайәт зор күч – қудрәт игиси икәнликини шәрһилигән һалда мундақ деди:

- и қәвмим! силәр пүткүл каинатниң  тәрбийәтчиси вә чәксиз күч – қудрәт игиси болған (аллаһтин) қорқмамсиләр? мән һәқиқәтән силәргә садиқ пәйғәмбәрмән. силәр аллаһтин қорқуңлар, маңа итаәт қилиңлар. тәблиғ қилғанлиқимға силәрдин һечқандақ һәқ тәләп қилмаймән, уни пәқәт аләмләрниң пәрвәрдигари аллаһтинла тиләймән. силәр бу йәрләрдә, бағчилардин, булақлардин, зираәтләрдин, йумшақ пишқан хормилардин бәһримән болуп хатирҗәм һалда давамлиқ қалимиз (дәп ойламсиләр). хушал һалда тағларни тешип өй йасамсиләр? аллаһтин қорқуңлар, маңа итаәт қилиңлар. земинда бузғунчилиқ қилидиған, ислаһ қилмайдиған һәддидин ашқучиларниң әмригә итаәт қилмаңлар. улар ейтти:

- сән һәқиқәтән сеһир қилинғанлардинсән. сән пәқәт бизгә охшаш бир инсансән, әгәр сән растчиллардин болсаң, бирәр мөҗизә кәлтүрүп баққин. салиһ әләйһиссалам ейтти:

- и қәвмим! бу аллаһ (биваситә) йаратқан чиши төгә силәргә мениң мөҗизәмдур, уни аллаһниң земиниға қойуветиңлар, ихтийари отлисун, бу чиши төгә (сүйүңлардин бир күн) ичиду, силәрму муәййән бир күн ичисиләр. униңға зийан зәхмәт йәткүзмәңлар, болмиса силәрни пат йеқинда келидиған азаб һалак қилиду. буниңдин башқа йәнә, силәр бүйүк күнниң азабиға дучар болусиләр.

 улар һәддидин ешип, чиши төгини боғузлиди. салиһ әләйһиссалам ейтти:

- өйүңларда (һайатлиқтин) үч күн бәһримән болувелиңлар, бу вәдә йалған әмәс. шуниң билән улар надамәткә қалди. уларға азаб чүшти, буниңда әлвәттә (чоң) ибрәт бар, уларниң толиси иман ейтқучи болмиди.

аллаһ таала қуран кәримдә бу вәқәни пүткүл җаһанға мундақ җакарлиди: улар (салиһқа қарши) суйиқәст пиланлиди. уларни (уларниң һалак болушини тезлитиш үчүн) суйиқәсти үчүн туйуқсиз җазалидуқ. уларниң суйиқәстиниң ақивитиниң қандақ болғанлиқиға қариғинки, уларни вә уларниң қәвмини пүтүнләй һалак қилдуқ. бизниң (азаб қилиш) әмримиз кәлгәндә, салиһни вә униң билән биллә иман ейтқанларни рәһмитимиз билән шу күнниң шәрмәндичиликидин вә азабтин қутқуздуқ, пәрвәрдигариң һәқиқәтән күчлүктур, ғалибтур. залимларға қаттиқ аваз йүзләнди ـ дә, улар өйлиридә олтурған пети қетип қалди. гойа улар өйлиридә турмиғандәк (йәни уларниң турған җайлири адәмзат тәрипидин ават қилинмиғандәк) болуп қалди, улар зулум қилғанлиқлири үчүн, әнә уларниң өйлири (адәмзаттин) халий болуп қалди. аллаһниң (қудритини) билидиған қәвм үчүн буниңда (чоң) ибрәт бар.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر