әрдоған германийә телевзийәсидә йавропани қаттиқ тәнқид қилди

әрдоған тоғра гәпни қилиш мәсулийити барлиқини әскәртип, йавропа иттипақиниң 53 йилдин буйан нурғун мәсилиләрдә түркийәни голлап  йүргәнликини ейтти.

551018
әрдоған германийә телевзийәсидә йавропани қаттиқ тәнқид қилди
cumhurbaşkanı alman televizonu rtl1.jpg

 

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йавропаниң  15 – ийулдики һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити җәрйанида түркийәни йетәрлик дәриҗидә қоллимиғанлиқини қаттиқ тәнқид қилди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған германийәниң «RTL» телевзийәсигә бәргән байанатида фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати параллел дөләт шайкиси (FETÖ/PDY)ниң 15 – ийулдики һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити, йавропа иттипақиниң позитсийәси, виза кәчүрүм қилиш мәсилиси вә германийә сот мәһкимиси қатарлиқ темилар үстидә тохталди.

әрдоған һәрбий – сийасий өзгириш арқилиқ түркийәниң демократик түзүлмисигә һуҗум қилинған вәзийәттә, йавропа иттипақиниң түркийәни йетәрлик дәриҗидә қоллимиғанлиқини тилға елип, «15 – ийулда һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити йүз бәрди. германийә баш министири ангела меркел 18 – ийулда телефон қилди. «йүз бәргән ишларниң бизни әндишиләндүрмәйдиған шәкилдә болишини тиләймиз» дегән мәнидә җүмлә ишләтти. мана бу иш тәбиий һалда бизни азаблайду. биз интиқам хаһиши билән һеч бир иш қилғинимиз йоқ» деди.

һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа қарши йавропа иттипақиниң түркийәниң йенида болушини күткәнликини тилға алған әрдоған, парижда террорлуқ һуҗуми йүз бәргәнкә бир йәгә җәм болған йавропалиқлардин түркийә үчүнму охшаш позитсийә күткәнликини, йавропа иттипақи дөләтлириниң  әслидә һеч болмиғанда бирәр вәкил әвәтиши керәкликини, бирақ уларниң ундақ қилмиғанлиқини тәкитлиди.

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң бу урунуши сәвәбидин 240 пуқраниң һайатидин айрилғанлиқини вә  2 миңдин артуқ пуқраниң йаридар болғанлиқини алаһидә тәкитләп, «түркийәниң демократик қурулмисиға һуҗум қилинғандин кейин йавропа кеңиши баш катипи, бир йавропа министири вә қатар ташқи ишлар министирила түркийәгә кәлгән болди. буниңдин төлиму азабландуқ»деди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған германийәниң көлин шәһиридә 2 һәптә илгири өткүзүлгән һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа қарши наразилиқ намайишида ведиолуқ нутуқ сөзлишигә германийә асасий қанун мәһкимисиниң рухсәт қилмиғанлиқиниму тәнқид қилип, «мән бу мәсилидә германийә мәһкимисигә һөрмәт қилмаймән» деди. виза кәчүрүм қилиш мәсилиси вә қайтуруп елиш келишими үстидиму тохтилип, йавропаниң виза кәчүрүм қилишқа даир вәдисини ишқа ашурмиғанлиқини, буниңға қарита түркийәниңму қайтуруп елиш келишимигә әмәл қилмайдиғанлиқини ейтти.

әрдоған тоғра гәпни қилиш мәсулийити барлиқини әскәртип, йавропа иттипақиниң 53 йилдин буйан нурғун мәсилиләрдә түркийәни голлап  йүргәнликини һәргиз қобул қилишқа болмайдиғанлиқини тәкитлди. түркийәниң сүрийә чеграсида йүз бәргә н ишлар үстидиму тохтилип, бу қейинчилиқларда шималий атлантик әһди тәшкилати – натониң түркийәни йалғуз ташлап қойғанлиқини тилға алди.

сүрийә тәрипидин етилған бомбилар нәтиҗисидә түркийә пуқралириниң һайатидин айрилғанлиқини билдүргән әрдоған, «шималий атлантик әһди тәшкилати – нато бүгүн болмиса, зади қандақ чағда түркийәниң йенида болиду?» деди.

сүрийәниң һәләб шәһири үстидиму тохтилип, һәләб пуқралириға инсанпәрвәрлик йадәмләрни йәткүзүш мәсилисиниң балдурррақ һәл қилиниши керәкликини тәкитлиди.

 әрдоған русийә зийарити җәрйанида пирезидент путин билән өткүзгән сөһбитидә һәләб шәһирини күнтәртипкә елип кәлгәнликини ейтти.

район хәлқини қоғдашниң муһимлиқини тәкитләп, каридорлар болуши лазим. инсанпәрвәрлик йардәмләрни әвәтидиған каридорлар болуши лазим. русийәниң йаридими билән бу мәсилини һәл қилип кетәләйдиғанлиқимизға ишинимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر