хитайниң бәргән вәдилири трампниң сода урушини вақитлиқ тохтитишида муһим рол ойниди

хитайниң америкадин техиму көп йеза игилики мәһсулати импорт қилиштин башқа, енергийә вә санаәт мәһсулатлири импорт нисбитиниму зор дәриҗидә йуқири көтүрүшкә вәдә бәргәнлики трампниң сода урушини вақитлиқ тохтитишни қобул қилишни ишқа ашурди.

1099212
хитайниң бәргән вәдилири трампниң сода урушини вақитлиқ тохтитишида муһим рол ойниди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай америка аптомобиллириға қойған қошумчә баҗларни әмәлдин қалдуридиған болди.

америка пирезиденти доналд трамп иҗтимаий таратқу бети твиттердики һесабидин елан қилған байанатида, хитай һөкүмитиниң америка аптомобиллириға қойған қошумчә баҗ нисбитини өзгәртидиған болғанлиқини ейтти.

доналд трамп: «хитай америка аптомобиллириға қойған баҗ нисбитини чүшүрүшни вә әмәлдин қалдурушни қобул қилди, әмма һазир баҗ нисбити %40» деди. 

трампниң бу учуриға нисбәтән, «икки дөләт оттурисида мушу һәптиниң ахири мақулланған сода урушни вақитлиқ тохтитиш қарариниң узундин буйан давамлишиватқан музакириләрдә илигириләш һасил қилинишиға имкан йаритип бериду» дәп баһа берилмәктә.

доналд трамп билән хитай дөләт рәиси ши җинпиң аргентина пайтәхти боинис айриста өткүзүлгән г 20 дөләтләр гуруһи рәһбәрләр йиғинида көрүшуп, икки дөләт оттурисида давамлишиватқан сода урушини йеңи баҗ нисбәтлири билән техиму улғийип кетиштин тосуп қилиш үчүн, сода урушини 90 күнлүк тохтитишқа келишкән иди.

хитайниң америкадин техиму көп йеза игилики мәһсулати импорт қилишқа вәдә қилиштин башқа йәнә, енергийә вә санаәт мәһсулатлирини импорт қилиш нисбитиниму көрүнәрлик дәриҗидә йуқири көтүрүшкә вәдә бәргәнлики трампниң сода урушини вақитлиқ тохтитишни қобул қилишида муһим рол ойниди.

америка 200 милйард долларлиқ хитай мәһсулатлириға қойған таможна беҗини 1йанвардин етибарән әслидики %10 тин %25 кә өрлитиш қарарини вақтинчә тоңлитип туридиған болди.

икки тәрәпниң музакириләрни техиму иҗабий бир муһитта өткүзүшигә имканийәт йаритип беридиған бу вақитлиқ уруш тохтитишниң, бу һәптә пай чеки базарлириғиму иҗабий тәсирләрни көрситиши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر