америка қошма иштатлири пәләстингә бериватқан йардәмни тохтатти

америка қошма иштатлири пәләстингә қарши ташлаватқан қәдәмлиригә йәнә бирини илавә қилди.

1041194
америка қошма иштатлири пәләстингә бериватқан йардәмни тохтатти

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстингә қиливатқан йардәмләрни алди билән үзүп қойған пирезидент доналд трамп, әмдиликтә пәләстинлик мусапирларға бирләшкән дөләтләр тәшкилати арқилиқ бериливатқан йардәмни тамамән тохтатти.

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һесер наверт бу һәқтә елан қилған байанатида, дөлитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң васитиси арқилиқ пәләстинлик мусапирларға бериватқан йардәмни тохтатқанлиқини уқтурди.

у, америка қошма иштатлириниң бундақ қарар чиқиришиниң сәвәби һәққидә тохталғанда, бирләшкән дөләтләр тәшкилати пәләстинлик мусапирларға йардәм бериш комитетиниң  орнини толдурувалғили болмайдиған дәриҗидә  хаталиқ садир қилғанлиқини илгири сүрди.

игилинишичә,  бирләшкән дөләтләр тәшкилати пәләстинлик мусапирларға йардәм бериш комитети тәхминән 5 милйон пәләстинликкә йардәм берип кәлмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر