иран түркийә билән болған содида түрк лираси ишлитиду

иран түркийәдин мидетсина буйумлири вә дора импорт қилғанда түрк лираси ишлитиду.

1018483
иран  түркийә билән болған содида түрк лираси ишлитиду

түркийә авази радийоси хәвири: иран түркийәдин дора импорт қилғанда түрк лираси ишлитидиған болди.

америкиниң банкичилиқ саһәсидә иранға йолға қойған ембарголири сәвәблик  сирттин дора вә мидетсина буйумлирини импорт қилғанда доллар ишлитәлмәйдиғанлиқини ейтқан иран парламент әзаси илйас һәзрити, сәһийә министирлиқиниң дора вә мидетсина буйумлирини йуән (хәлқ пули) вә түрк лираси билән импорт қилидиғанлиқини ейтти.

һәзирити мундақ деди: «мидетсина буйумлири вә дора импорт қилидиғанларниң ишини қолай қилиш үчүн хитай вә түркийәниң миллий пуллирини ишлитишни қарар қилдуқ.»

иран парламент хәвәр агентлиқи « ICANA » ниң хәвиридә, һәзритиниң дора вә мидетсина буйумлири импорт қилғучиларниң түрк лираси ишлитиш җәрйанида һечқандақ мәсилигә дуч кәлмигәнликлирини әскәрткәнлики билдүрүлди.

һәзирити йәнә мундақ деди: «түрк ширкәтлири иран билән рийал арқилиқ сода қилишниң йоллирини издимәктә.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر