йавропа иттипақи көчмәнләр үчүн түркийәгә йардәм беришни қарар қилди

йавропа иттипақи түркийәдики көчмәнләр үчүн иккинчи қетим 3 милйард йавролуқ йардәм бериш тоғрулуқ қарар чиқарди.

1002347
йавропа иттипақи көчмәнләр үчүн түркийәгә йардәм беришни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: белгийәниң пайтәхти бирйусселда чақирилған йавропа иттипақи башлиқлар йиғини даирисидә түнүгүн кәчтә италийәниң тосқунлуқ қилиши сәвәбидин бирдәклик һасил қилалмиған рәһбәрләр, бүгүн әтигән елан қилған байаннамисидә, йавропа иттипақи – африқа мунбиригиму 500 милйон йавро бериш тоғрулуқ қарар чиқарғанлиқлирини уқтурди.

италийә түркийәдики көчмәнләр үчүн  иккинчи қетим 3 милйард йавро беришкә қарита чәклимини бикар қилиш үчүн йавропа иттипақи – африқа мунбиригә қошумчә йардәм беришни шәрт қошувататти.

йавропа иттипақи рәһбәрлири байаннамисидә, түркийәдики көчмәнләр үчүн иккинчи қетим 3 милйард йавро бериш тоғрулуқ қарар чиқарди.

түнүгүн кәчтә италийә йавропа иттипақи башлиқлар йиғинида чиқирилидиған барлиқ қарарларға қарши чиқип, 28 дөләт ортақ елан қилидиған байаннамигә вақитлиқ тосқунлуқ қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر