иран парламенти җиддий йиғин чақирди

иран парламенти иқтисадий мәсилиләр үстидә музакирә өткүзүш үчүн җиддий йиғин чақирди.

1000429
иран парламенти  җиддий йиғин чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: иран парламенти ташқи сийасәт вә дөләт хәвпсизлик комитети иран иқтисадида көрүливатқан иқтисадий қийинчилиқлар үстидә музакирә өткүзүш үчүн җиддий йиғин чақирди.

иран дөләт телевизийә қанилиниң зийаритини қобул қилған иран парламенти ташқи сийасәт вә дөләт хәвпсизлик комитети башлиқи һашмәтуллаһ фәләһәтпишә: иран иқтисадида көрүлгән мәсилиләр комитетимизниң пәвқуладдә йиғинида музакирә қилиниду, деди.

иқтисадий мәсилиләрниң дөләт хәвпсизликигә бивастә мунасивәтлик икәнликини әскәртип өткән һашмәтуллаһ, йиғинға дөләт иқтисадиға мәсул әрбабларниң қатнишидиғанлиқини билдүрди.

һашмәтуллаһ йилда иранға оттуричә 63 милйон долларлиқ чәт әл мәблиғи келиши лазимлиқини әскәртип, бу мәсилиниң ташқи ишлар министирлиқиниң алаһидә күнтәртипигә киргүзүлгәнликини ейтти.


خەتكۈچ: #иран , #иқтисад

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر