дунйа иқтисадидики өзгириш шамаллири вә түркийә

«иқтисадий сийасәт көзники» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «дунйа иқтисадидики өзгириш шамаллири вә түркийә» мавзулуқ хәвәр анализини һузуруңларға сунимиз.

998492
дунйа иқтисадидики өзгириш шамаллири вә түркийә

түркийә авази радийоси: «иқтисадий сийасәт көзники» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида йилдирим бәйазит университети сийасий пәнләр факултети иқтисад кафедраси оқутқучиси пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «дунйа иқтисадидики өзгириш шамаллири вә түркийә» мавзулуқ хәвәр анализини һузуруңларға сунимиз.

дунйа иқтисадиниң әң муһим актийори һесаблинидиған америка қошма иштатлири, йеқинқдин буйан қарар мақуллап йолға қойған сийасәтлири арқилиқ дунйа иқтисадиниң йөнилишигә өзгириш елип келидиған қәдәмләрни ташлимақта. бир қанчә ай илгири хитай билән қилған ташқи содисиға қошумчә таможна беҗи қойушни қарар қилиши, буниңға әгишипла хитайниң мәзкур қәдәмләргә қарши қәдәмләрни ташлиши, сода урушиға алақидар қарашларни дунйа иқтисадиниң мәркизигә елип киргәниди. нөвәттә йолға қойған сода қоруқчилиқи сийасәтлиридин кейинла америка мәркизий банкисиниң бу йилниң дәсләпки йеримида елан қилған өсүм өстүрүш қарари вә бу йил ичидә йәнә икки қетим өсүм өстүрүш еһтималиниң болуши, америкиниң пул сийаситидиму чиңиш болидиғанлиқиға ишарәт қилиду.

әмди, америка ташлиған бу қәдәмләр вә иқтисади тәрәққий тапқан дөләтләрдики әң йеңи өзгиришләр тәрәққий қиливатқан дөләтләргә, хусусән түркийәгә қандақ тәсир көрситиду? алдимиздики мәзгилләрдә оттуриға чиққуси сенарийәләргә қарита түркийә қандақ қәдәмләрни ташлиши лазим? дегән соалларға келәйли!

америка иқтисадиға алақидар йуқирида байан қилинған сода қоруқчилиқи сийасәтлири, америка мәркизий банкисиниң өсүм өстүрүши вә йавропада мушу йилниң ахирида байлиқ сетивелишқа хатимә беришниң пиланлиниватқан болуши, әслидә дунйа иқтисад сәһнисидә өзгириш шамаллириниң чиқиватқанлиқини көрситиду. 2008 – йилидики дунйави иқтисадий киризиси мәзгилидә тәрәққий тапқан дөләтләрдин тәрәққий қиливатқан дөләтләргә йүзләнгән пулниң йөнилиши бу қетим тәтүригә қайтти. бу әһвал, бир тәрәптин дунйа пул – муамилә базарлирида давалғуш пәйда қилған болса, йәнә бир тәрәптин тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң иқтисадлирида гәвдилик тәсир саһәси пәйда қилип, тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң пул бирликлирини муәййән дәриҗидә бесим астиға еливалди. буниңдин башқа, хәлқара пул – муамилә органлири вә дөләтләрниң қәрз инавәт дәриҗисини баһалаш ширкәтлириниң бу дөләтләргә алақидар чиқарған инавәт номури вә һалитини төвәнлитиш қарарлирини шундақла доклат елан қилип, иқтисадий ешишиға алақидар мөлчәрлиригә өзгәртиш киргүзүшлириниму әстин чиқармаслиқ керәк. мушуниңға охшаш қәдәмләрниң тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң иқтисадий әһвали начар, дәйдиған тонушни пәйда қилидиғанлиқи наһайити рошән.

йәнә бир тәрәптин, тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң пул бирликлири дуч келиватқан бу бесимларниң ташқи перевотларда давалғуш пәйда қилиши, бу дөләтләрниң мәркизий банкилирини узун мәзгилдә дегәндәк иҗабий ақивәтләрни елип кәлмәйдиған өсүм өстүрүшкә мәҗбурлап қойди.

нөвәттә қарайдиған болсақ, тәрәққий қиливатқан дөләтләр ичидә аргентина %27.25 өсүм сийаситини йолға қойуп алдинқи рәттин орун алған болса, түркийәдиму түркийә җумһурийити мәркизий банкисиниң йеқинда чиқарған қарарлири билән асасий нуқта өсүм %17.75 әтрапида болмақта.

алди билән, өсүмниң бундақ ешип кетишиниң иқтисадқа чүшидиған йүкиниң наһайити еғир икәнликини тәкитлишимиз керәк. гәрчә түркийә җумһурийити мәркизий банкиси ташқи перевоттики давалғушни тәңшәш үчүн йуқири өсүм сийаситини йолға қойған болсиму, нәтиҗидә йуқири өсүм қиммәт ташқи перевот вә пул пахаллиқи бир – биригә әгишидиған амиллардин ибарәттур. демәк, өсүм өстүрүш ташқи перевотни турақлаштуруш җәһәттә қисқа мәзгиллик иҗабий үнүми болғандәк қилсиму, әслидә ешип бериватқан қәрз елиш чиқимлирини ашуруветидиғанлиқи үчүн, келәчәктә сәлбий ақивәтләрниң оттуриға чиқишиға сәвәб болуши мумкин.

бу тосуқларни пачақлап ташлап, иқтисадта мәзгиллик турақлиқлиқни қолға кәлтүрүш үчүн, алди билән малийә еһтийаҗини төвәнлитиш лазим. буниң үчүн, өсүми төвән малийә мәнбәсигә йүзлиниш вә биваситә чәт әл мәблиғини җәлп қилиш имканийәтлирини күчәйтишниң келәчәктики үнүми техиму йахши болиду.

йәнә, йеқинда хәлқара дөләтләрниң қәрз инавәт дәриҗисини баһалаш ширкити тәрипидин елан қилинған бир доклатта, түркийә иқтисадиға қарита мәйли ички өзгиришләр мәйли хәлқара пул – муамилә базарлиридики өзгиришләрни сәвәб көрситип, түркийәниң 2019 – йиллиқ иқтисадий ешишиға алақидар мөлчәриниң %4.7 дин %3.6 гә чүшүрүлгәнликиниң билдүрүлүши, иғвагәрләрчә хата тонуш пәйда қилиш тиришчанлиқлириниң сүрәт билән давамлишиватқанлиқини көрситиду.

бу хил образ хунукләштүрүш урунушлирини вәйран қилиш түркийәниң һәм 2017 – йили һәм 2018 – йилиниң дәсләпки чарикидә қолға кәлтүргән %7.4лик иқтисадий ешиш сүритини сиҗиллиққа игә қилиши үчүн, чоқум малийә мәнбәси мәсилисигә диққитини мәркәзләштүрүп, паал малийә васитилирини ишқа селиши керәк. бүгүнниң түркийәсидә ташқи малийә мәнбәсини азайтип йеңи малийә васитилириниң оттуриға қойулуши демәк, утуқлуқ кетиватқан макро иқтисадий үстүнлүкниң күчлүк малийә қурулмиси билән бир гәвдилишип, иқтисадниң техиму сиҗил, турақлиқ вә мустәһкәм қурулмиға игә болуши демәктур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر