йавропа иттипақи електронлуқ меңә саһәсигә 1 йерим милйард йавро аҗритиду
йавропа иттипақи комитети електронлуқ меңә саһәсидики синақ вә тәтқиқат хизмәтлири үчүн 2020- йилиға қәдәр 1 милйард 500 милйон йавро мәбләғ салидиған болди.
түркийә авази радийоси хәвири: йавропа комитети әза дөләтләрдә електронлуқ миңә саһәсидики селинмиларниң ашурулуши вә риқабәтниң күчәйтилиши үчүн муһим тәдбирләрни йолға қойидиған болди.
мәлум болушичә, йавропа иттипақиниң илим – пән тәтқиқат, тәрәққийат вә маслаштуруш лайиһәлирини қоллап – қуввәтләш үчүн қуруп чиққан «һоризон 2020 пирограммиси» електронлуқ миңә саһәсигә 1 милйард 500 милйон йавро мәбләғ салидикән.
бу мәбләғ билән қатнаш вә сәһийә саһәсиниң електронлуқ меңә тәрәққий қилдурушиға йардәм қилинидикән.
йавропа иттипақиға әза дөләтләр електронлуқ меңә саһәси үчүн йилиға җәмий 4 милйард доллар әтрапида мәбләғ аҗритиватқан болуп, америкида болса, йилиға 20 милйард доллардин көпрәк мәбләғ аҗртилмақта.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
йавропада газ баһаси өрлиди
йавропада тәбиий газ баһаси түнүгүн (16-апрел) оттура шәрқтики җиддий вәзийәт сәвәбидин %7.5 өрлиди.