дунйа сәһийә тәшкилати йәмәнгә йардәм бәрди

дунйа сәһийә тәшкилати йәмәнгә 200 тонна дора вә  теббий материйал йардәм қилди.

892011
дунйа сәһийә тәшкилати йәмәнгә йардәм бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилатиниң билдүрүшичә, йәмәнгә 200 тонна дора вә  теббий материйал қачиланған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 4 айропилани мушу һәптә сана айродурумиға йетип барған болуп, бу материйаллар дора, инсулин, антибиотик,  теббий үскүнә вә материйал қатарлиқлардин тәшкил тапидикән. 16.4 милйон киши сәһийә мулазимитидин мәһрум қеливатқан йәмәндә тәхминән 3 йилдин буйан дохтурханилар вә давалаш – сақлиқни сақлаш мулазимәт орунлири дора вә  теббий материйал җәһәттин  қийинчилиққа дуч кәлмәктә икән.

дунйа сәһийә тәшкилатиниң йәмән вәкили невио загарианиң ейтишичә, дөләттики давалаш – сақлиқни сақлаш мулазимәт орунлири дора вә  теббий материйалларға җиддий еһтийаҗлиқ икән, шуңа йәмәнгә әвәтилгән  теббий йардәмләр давалаш – сақлиқни сақлаш мулазимәт орунлириниң паалийәтлирини изчил давамлаштуралиши үчүн наһайити зор әһмийәткә игә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر