русийәниң түрк еқими тәбиий газ туруба линийәси қурулуши сүрәт билән илгирилимәктә

русийә енергийә ширкити – газпром, түрк еқими тәбиий газ туруба линийәси қурулушиниң икки линийәсиниң 373 километирлиқ қисмини пүткүзди.

829521
русийәниң түрк еқими тәбиий газ туруба линийәси қурулуши сүрәт билән илгирилимәктә

түркийә авази радийоси хәвири: русийә енергийә ширкити – газпром байанат берип, «түрк еқими тәбиий газ туруба линийәси қурулуши йуқири сүрәт билән давам қилмақта. қурулушниң деңиз бөлүмидә икки қол бойичә 373 километирлиқ туруба йатқузулди» дегәнләрни қәйт қилди.

газпром, русийәдин башлинип қара деңиз арқилиқ түркийәгә йәткүзүлүши пиланлиниватқан тәбиий газ туруба линийәси қурулуши – түрк еқиминиң деңизни кесип өтидиған қисминиң қурулушини 7 – майда башлиғаниди.

түркийәниң бу қурулуш пүткәндин кейин русийәдин йилда 15 милйард 750 миң квадрат метир тәбиий газ елиши вә қалған 15 милйард 750 миң квадрат метир тәбиий газни йавропаға експорт қилиши пиланланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر