исираилийә сүрийәниң җәнубиға һавадин һуҗум қилди

исираилийә сүрийәниң җәнубидики кунәйтра вилайитигә қарашлиқ баас вә һадар районини танка вә зәмбирәкләр билән бомбардиман қилди. кунәйтра вилайитидики йәрлик мәнбәләрдин елинған мәлуматларға асасланғанда, исираилийә қисимлири ишғал астида тутуватқан голан егизликидин һуҗум қилған.