ибраһим калин американиң афғанистан алаһидә вәкили халилзад билән көрүшти

түркийә җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим калин америка ташқи ишлар министирлиқиниң афғанистан ишлириға мәсул алаһидә вәкили залмай халилзад билән көрүшти.

1150011
ибраһим калин американиң афғанистан алаһидә вәкили халилзад билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим калин америка ташқи ишлар министирлиқиниң афғанистан ишлири алаһидә вәкили залмай халилзад билән көрүшти. көрүшүштә, афғанистанниң нөвәттики вәзийити, давамлишиватқан музакирәләр мусаписи, афғанистанниң бирлики вә сийасий муқимлиқ мәсилилири музакирә қилинди.

көрүшүштә йәнә, түркийәниң афғанистанниң дөләт тинчлиқи мусаписидә үстигә алған роли вә қайтидин муқимлиқни капаләткә игә қилишқа қошқан төһпилиригә йуқири баһа берилди.

көрүшүштә, түркийә билән афғанистан оттурисидики чоңқур тарихий вә мәдәнийәт җәһәттики риштиләрниң, икки дөләт хәлқиниң қәдимки достлуқи вә қериндашлиқиниң афғанистанда узун муддәтлик тинчлиқини вә муқимлиқини һәмдә ишәнч муһитини әмәлгә ашуруштики әһмийитини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر