ирақниң мәтина вә зап районлири бомбардиман қилинди

ирақниң шималиға җайлашқан мәтина вә зап районлириниң һавадин бомбардиман қилинғанлиқи билдүрүлди.

1140926
ирақниң мәтина вә зап районлири бомбардиман қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи рәсмий твиттер бетидә, ирақниң шималидики мәтина вә зап районлириға һава һәрикити елип берилғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, һәрбий һәрикәтләр нәтиҗисидә террорлуқ тәшкилатиниң истеһкамлири, панаһлиниш җайлири вә қорал-йарағ искилатлириниң битчит қилинғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر