ақ партийә байанатчиси чәлик макронға наразилиқ билдүрди

адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәлик фирансийә пирезиденти еммануел макронниң 24 – апрел күнини аталмиш «әрмәний қирғинчилиқи» ни хатириләш күни дәп елан қилишиға наразилиқ билдүрди.

1140329
ақ партийә байанатчиси чәлик макронға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: чәлик, бу һәқтә елан қилған байанатида, фирансийә пирезиденти еммануел макронниң тарих билән йүзлишишни сийасәт темиси қилмақси болса, алди билән, өзиниң тарихи билән йүзлишиш йолини таллиши лазимлиқини тәкитләп  мундақ деди: «еммануел макронниң 1915 – йилқи османли империйәси дәвридә йүз бәргән һадисиләргә мунасивәтлик асассиз  дәваларға алақидар қарарини әйибләймиз. макронниң сийасий мәнпәәтни нишан қилидиған гуруппиларниң көңлини хуш қилиш үчүн ташлиған бу қәдими дийалогқа тосалғу тәшкил қилмақта. әгәр фирансийә  тарих билән йүзлишишни сийасәт темиси қилмақси болса, алди билән, өзиниң тарихи билән йүзлишиш йолини таллиши лазим, җүмлидин, бенин, буркина фасо, габон, гивинейә, камерун, мавританийә, негир, сенегал, тунис вә чад қатарлиқ дөләтләрдә инсанийәткә қарши садир қилған җинайәтлири билән йүзлишиши керәк.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر