әрдоған трамп билән телефонда көрүшүп икки дөләт мунасивәтлири вә сүрийә тоғрисида сөзләшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийәниң сүрийәниң мунбич наһийәсиниң аманлиқини сақлаш вәзиписини вақитни қолдин бәрмәстин өткүзүвелишқа тәййар икәнликини билдүрди.

1129582
әрдоған трамп билән телефонда көрүшүп икки дөләт мунасивәтлири вә сүрийә тоғрисида сөзләшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп билән телефонда көрүшти.

җумһур рәислик мәһкимиси мәнбәлиридин игиләнгән учурға асасланғанда, телефон сөһбитидә, икки дөләт мунасивәтлири вә сүрийәниң нөвәттики вәзийити тоғрисида пикир алмаштурулған؛ сөһбәттә өткән һәптә мунбичта мәйданға кәлгән хаинларчә террорлуқ һуҗумида җенидин айрилған америкилиқлар үчүн тәзийә тиләклирини ипадилигән әрдоған, бу ечинишлиқ вәқәниң, америка қошма иштатлириниң сүрийәдин әскәр чекиндүрүш қарариға тәсир көрситиш мәқсәтлик бир қутратқулуқ икәнликини тилға елип өткән.

әрдоған, түркийәниң мунбич райониниң аманлиқини сақлаш вәзиписини вақит зайә қилмастин өткүзүвелишқа тәййар икәнликини, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к вә п к к ниң сүрийәдики қуйруқлириниң бу дөләтниң шәрқий шималини муқимсизлаштуруш һәрикәтлиригә йол қойулмайдиғанлиқини тәкитләп өткән.

икки рәһбәр, даеш террорлуқ тәшкилатиниң сүрийәдики қалдуқлирини тазилаш вә қайтидин оттуриға чиқишиниң алдини елиш тәдбирлирини бирликтә йолға қойуш тоғрисида бирдәклик һасил қилған.

җумһур рәис әрдоған билән пирезидент доналд трамп, түркийә вә америка қошма иштатлири армийә баш иштаб башлиқлириниң бихәтәр районға алақидар давамлишиватқан кеңәш мусаписиниң сүритини ашурған һалда давамлаштурулуши вә икки тәрәп сода һәҗимини ашуруш тоғрисида һәмпикир икәнликини өзара ипадиләшкән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر