нуман қуртулмуш җәмал қашиқҗи җинайити һәққидә муһим учурларни бәрди

нуман қуртулмуш бир консулхана бинасида садир қилинған җинайәтниң рәсмий органлардин хәвәрсиз йүз бериш еһтимали йоқлуқини ейтти.

1084192
нуман қуртулмуш җәмал қашиқҗи җинайити һәққидә муһим учурларни бәрди

 

түркийә авази радийоси хәвири: адаләт вә тәрәққийат партийәси рәиси вәкили нуман қуртулмуш, түркийәниң җәмал қашиқҗи җинайитигә тутқан позитсийәсиниң хәлқара җамаәтчилик тәрипидин мәдһийә билән тәқиб қилинғанлиқини ейтти.

нуман қуртулмуш пайтәхт әнқәрәдә анадолу мәтбуатчилар җәмийити өткүзгән паалийәттә һәр қайси медийа органлири вәкиллири билән бир йәргә җәм болди. җәмал қашиқҗи җинайити үстидә тохтилип, қашиқҗи өлтүрүлгәндин кейин, түркийәниң толиму нәтиҗилик қәдәмләрни ташлиғанлиқини, тәкшүрүшни интайин очуқ йоруқ, инчикә елип барғанлиқини, сәуди әрәбистан мәсуллирини һәмкарлишишқа чақирғанлиқини әскәртти.

нуман қуртулмуш, түркийәниң җәмал қашиқҗи җинайитигә тутқан позитсийәсиниң хәлқара җамаәтчилик тәрипидин мәдһийә билән тәқиб қилинғанлиқини билдүрүп, «бу мәсилә қануний, депломатик, сийасий тәрәплиридин башқа йәнә, баштин ахирғичә инсанпәрвәрликкә мунасивәтлик бир мәсилидур. бундақ йавузларчә, залиманә қараңғу җинайәтниң йүз бериши, һәрқандақ бир сийасәтниң темиси болуш сүпити биләнму инчикә тәкшүрүштин ваз кәчлики болидиған мәсилә әмәс иди» деди. 

түркийәниң қашиқҗи җинайитигә мунасивәтлик барлиқ һөҗҗәт, мәлумат вә дәлил- пакитларни вақти вақтида қарши тәрәпләр билән ортақлишиш арқилиқ мәсилиниң һәл қилинишида пүтүн тегишлик мәсулийитини ада қилидиғанлиқини ейтти.

нуман қуртулмуш бир консулхана бинасида садир қилинған җинайәтниң рәсмий органлардин хәвәрсиз йүз бериш еһтимали йоқлуқини тилға елип, сәуди әрәбистан падишаһлиқиниң бу җинайәтниң пүтүн тәпсилатлирини оттура чиқириш җәһәттә, баш тартип болалмас мәсулийити барлиқини билдүрди.

сәуди әрәбистанлиқ журналист җәмал қашиқҗи 2өктәбирдә той рәсмийәтлирини беҗириш үчүн сәуди әрәбистан консулханисиға кирип кәткәнчә йоқулуп кәткән вә пиланлиқ җинайәтниң қурбани болған иди.

 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر