түркийә афғанистанда йүз бәргән һуҗумни қаттиқ әйиблиди

түркийә афғанистанниң қәндиһар вилайитидә йуқири дәриҗилик рәһбәрләр йиғини нишан қилинған һуҗумни қаттиқ әйиблиди.

1072024
түркийә афғанистанда йүз бәргән һуҗумни қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, афғанистанниң қәндиһар вилайитидә, қәндиһар валийсиниң рийасәтчиликидә, даимий йардәм бериш күчиниң қоманданиму иштирак қилған бир йиғин җәрйанида мәйданға кәлгән һуҗумда, қәндиһар җамаәт хәвпсизлики идарисиниң башлиқи билән ахбарат оргининиң башлиқиниму өз ичигә алған көп санда кишиниң һайатидин айрилғанлиқи, түркийәниң буниңдин толиму әпсуслинидиғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «афғанистанда тинчлиқ вә муқимлиқни сақлаш тиришчанлиқлириға бузғунчилиқ қилиш мәқситидә елип берилған бу һуҗумни қаттиқ әйибләймиз. һуҗумда һайатидин айрилғанларға аллаһ тааладин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз.»

мәзкур һуҗумда, қәндиһар вилайәтлик җамаәт хәвпсизлики идарисиниң башлиқи генерал абдул разиқ азиқзәй билән ахбарат оргининиң башлиқи абдулмөмин мусаинқил һайатидин айрилған, дөләттики америка қошма иштатлири вә шималий атлантик әһди тәшкилати күчлириниң қомандани скот миллер қутулуп қалғаниди. һуҗумниң җавабкарлиқини талибан өз үстигә алғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر