әрдоған маасни қобул қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, әнқәрәдә хизмәт зийаритидә болуватқан германийә ташқи ишлар министири һейко маасни қобул қилди.

1044057
әрдоған маасни қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийидики бир саәткә йеқин давамлашқан учришишқа ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуму қатнашти.

маас германийәдин түркийәгә қарап йолға чиқиштин илгири, «түркийә чоң бир қошна болғандин сирт, германийәниңму муһим бир шерикидур» деди.

маас иҗтимаий таратқу тори тивиттердики адресида түркчә байанат берип, «түркийә чоң бир қошна болғандин сирт, германийәниңму муһим бир шерикидур. мунасивәтлиримизни техиму йахшилаш үчүн күчлүк ирадигә игимиз. түркийә сайаһитим арқилиқ буниңға һәссә қошушни халаймән. түркийә бир қошнидинму көп (нәрсини ипадиләйду)» деди.

дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән маас бүгүн истанбулдики германийә толуқ оттура мәктипиниң 2018 – 2019 – йиллиқ оқу – оқутуш йилиниң линта кесиш мурасимиға иштирак қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر