чавушоғлу: түркийә һәр даим шималий қибрисниң йенида

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийә җумһурийитиниң һәр даим шималий қибрис түрк җумһурийитини қоллайдиғанлиқини ейтти.

1016192
чавушоғлу: түркийә һәр даим шималий қибрисниң йенида

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу қибрис тинчлиқ һәрикитиниң 44 – йиллиқи мунасивити билән аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, мундақ деди: «қибрис тинчлиқ һәрикитидә қурбан болған шеһитлиримизни чоңқур һөрмәт вә миннәтдарлиқ туйғуси ичидә мәңгү әсләймиз, ғазилиримизға чәксиз миннәтдарлиқимизни билдүримиз. түркийә җумһурийити һәр даим қибрис түрк хәлқиниң йенида.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر