түркийә фәтһуллаһчилар мәсилисидә америкини агаһландурди

түркийә, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати / параллел дөләт қурулмиси мәсилисидә, ишни арқиға тартип түркийәни колдурлитишни қобул қилмайдиғанлиқини билдүрди.

1015482
түркийә фәтһуллаһчилар мәсилисидә америкини агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, «түркийә билән америка қошма иштатлири арисида 13- ийулда өткүзүлгән йиғинда, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати / параллел дөләт қурулмиси мәсилисидә америкиниң әмди (бизни) колдурлатмаслиқи керәкликини тәкитләп өттуқ» дегәнләрни қәйт қилди.

ақсой йәнә, америка пирезиденти доналд трампниң түркийәдә қамақта йетиватқан раһип краиг брунсонниң қойулуп берилиши керәклики тоғрисидики чақириқиға җаваб қайтуруп, «давамлишиватқан қануний мусапә бар, түркийә бир қанун дөлити» деди.

ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси ақсой, сүрийәниң җәнубидики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / п й д мәвҗудийити тоғрисида тохтилип, «п й д ниң мунбичтики чарлаш районидин чекингәнлики җәзмләштүрүлди. мунбич йол хәритисиниң пиланлаш вә иҗра қилиш хизмәтлири давамлишиватиду. мунбич йол хәритисиниң нишани, п й д / й п г ни түгитиштур» деди.

у йәнә, сүрийәниң җәнубидики җиддийчиликни пәсәйтиш райониға қилинған һуҗумлар тоғрисида «әсәд һакимийитиниң сүрийәдики һуҗумлирини қаттиқ әйибләймиз вә ләнәт ейтимиз. шәрқий ғутәдә, шималий һумуста шундақла нөвәттә сүрийәниң ғәрбий җәнубида йүз бериватқан сенарийәниң идлибта тәкрарлинишини қәтий халимаймиз» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر