парламент башлиқи бинали йилдирим ататүрк хатирә сарийида зийарәттә болди

ахирқи баш министир, дегән нам билән тарих сәһипилиридин орун алған бинали йилдирим, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи сүпитидә тунҗи қетим ататүрк хатирә сарийини екскурсийә қилди.

1014087
парламент башлиқи бинали йилдирим ататүрк хатирә сарийида зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: парламент диван әзалири билән җумһурийәтниң қурғучиси ататүрк хатирә сарийиға барған бинали йилдиримға әнқәрә шәһәрлик һөкүмәтниң башлиқи мустапа тунаму һәмраһ болди.

бинали йилдирим ғази мустапа кәмал ататүркниң хатирә тешиға гүлчәмбирәк қойди, арқидин хатирә сарийи мәхсус дәптиригә көңүл сөзлирини йезип, йеңи һөкүмәт түзүминиң ғәлибилик болидиғанлиқини тәкитлиди.

у мундақ дәп йазди: «өткүзүлгән сайламлар (24 – ийун) нәтиҗисидә шәкилләнгән йеңи түзүмниң утуқлуқ һалда йол елиши үчүн, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси болуш сүпитимиз билән йәлкимизгә чүшкән һәқни вә ғәйрәтни намайан қилимиз. паал қанун чиқириш вә тәкшүрүш мәсилилири қатарлиқ һәқ вә һөррийәтләрниң техиму гүлләндүрүлүши, дөлитимизниң бирлики, баравәрлики, миллитимизниң хатирҗәмлик вә байашатлиқи үчүн, бар күчимиз билән хизмәт қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر