мудапиә санаитидә йәрлик вә миллий айропиланларниң һекайиси: һүрқуш вә башқилар

түркийә мудапиә санаитидә йеқинқи мәзгилләрдә вуҗудқа чиқирилған муһим лайиһәләрниң иҗабий нәтиҗилирини сүрийәдә елип берилған һәрбий һәрикәтләрдә көрди....

1007001
мудапиә санаитидә йәрлик вә миллий айропиланларниң һекайиси: һүрқуш вә башқилар

түркийә авази радийоси: түркийә мудапиә санаитидә йеқинқи мәзгилләрдә вуҗудқа чиқирилған муһим лайиһәләрниң иҗабий нәтиҗилирини сүрийәдә елип берилған һәрбий һәрикәтләрдә көрди. террорчиларға қарши елип берилған зәйтун шехи вә фират қалқини һәрбий һәрикәтлиридә йәрлик вә миллий мудапиә мәһсулатлири ишлитилди. йәрлик қораллар, учқучисиз айропиланлар вә уруш мәйданида һәрбий һәрикәтләрниң оңушлуқ елип берилишида муһим рол ойниған һәрбий әслиһәләрни ремонт қилиш хизмәтлири пүткүл дунйаниң диққитини тартти. бурунларда мудапиә санаити саһәсидә асасән сиртқа беқинди болған дөлитимиз нөвәттә миллий парахот, танка, миллий радар, учқучисиз айропилан вә учқучисиз айропиланларға тақилидиған қоралларни ишләпчиқириш билән биргә, йәрлик сүний һәмраһларниму ташқи пиланетаға әвәтмәктә. дөлитимизниң мудапиә санаитидә барлиққа кәлгән бу ғайәт зор өзгиришләр мудапиә санаити ширкәтлири билән һәрбий орунларда хизмәт қиливатқанларниң төһписи, болупму йеқинқи 15 йилдин буйан вуҗудқа чиқирилған лайиһә вә хизмәтләрниң йахши вә үнүмлүк башқурулушиниң нәтиҗисидур.  

нури дәмирағ: зәпәр бүркүти айропилан қанитиға қонди

түркийә мудапиә санаити тарихиға нәзәр салғинимизда, өтмүштә мудапиә санаити әслидә зор тиришчанлиқлар вә пидакарлиқларниң әксичә дөләт әрбаблириниң йеқиндин қоллишиға еришәлмигән саһәләрдин бири болуп  қалғаниди. 1930-йили түркийәниң дивриғи районида чоң болған нури дәмирағ исимлик бир затниң һайат сәргүзәштиси йәрлик-миллий санаәткә немә үчүн әһмийәт берилмигәнликини намайан қилип бериш нуқтисидин муһим әһмийәткә игә. нури әпәнди түркийәни төмүр йоллар линийәси билән безәп чиққанлиқи үчүн «дәмирағ»фамилисини ишлитиду. у түркийәниң тәрәққийати үчүн онларчә лайиһәни вуҗудқа чиқириду, 1939-йили айропилан ишләпчиқириду, сама мәктипи ечип онларчә йаш учқучи тәрбийәләп чиқиду, нури дәмирағ «ғәлибә қабилийәттила вуҗудқа чиқмайду, ғәлибә бүркүти  дәсләп қозғилиду вә пәрваз қилиду, ахирида айропилан қанитиға қониду»дейиш арқилиқ әйни дәврдә самаға йүксилишиниң қанчилик муһимлиқини пурсәт тапсила мунасивәтлик шәхс вә орунларға чүшәндүриду. бу буниңлиқ биләнла болди қилмай, түркийәниң самаға йүксилиши үчүн айропилан завути қуруп чиқиду вә 1939-йили тунҗи йәрлик айропиланни ишләпчиқириду.

лекин бу җәрйанида униң бешиға нурғун қийинчилиқ келиду. у 1933-йили түркийәниң енергийә еһтийаҗини һәл қилиш үчүн кәбан су амбири лайиһәсини түзүп чиқип, әйни дәврдики тәрәққийат ишлири министири әли чәтинкайаға тәқдим қилиду, бирақ министир чәтинкайа нури дәмирағқа толиму начар муамилә қилиду. әли чәтинкайа әйни дәврдә истиқлал мәһкимисидә вәзипә өтигән «үч чоң аилә»дин бирси иди. дәмирағ лайиһәсини министирға бәргәндә министир униңға «нури әпәнди су амбири йасап чиқидикәнсән, қандақ қилалайсән, ким билән қилисән, бунчилик чоң ишни қилиш шунчилик тәс, су амбири йасап чиқип електир истансиси қуруп чиқтиң, дәйли, ундақта у йәрдин чиққан токни кимгә сатисән?»дәп униң ирадисигә соғуқ су сепиду. әслидә униң доклатида министирниң сориған соаллириниң җавабиниң һәммиси бар иди. бирақ министир нури дәмирағни ахирғичә аңлашни халап кәтмәйду. дәмирағ: «бу мәсилә дөлитимниң келәчикидур» дегәндә, министир униң сөзини бөлүветип: «дөләтниң келәчикини сән немишқа ойлайсән, дөләтниң келәчикини ойлаш сениң әмәс бизниң ишимиздур» дәп униңға қаттиқ тегиду. 1933-йили лайиһәси қилинған кәбан су амбири мәсилиси 1966-йили қайтидин күнтәртипкә келиду вә йасашқа 10 йил сәрп қилиниду. әйни дәврдики нақабил әмәлдарлар сәвәбидин вуҗудқа чиқмиған бу лайиһә 33 йилдин кейин вуҗудқа чиқиду.

нури дәмирағ 1939-йили тунҗи миллий айропиланни ишләпчиқириду

1935-йили түркийә зөрүр еһтийаҗлиқ болуватқан айропиланларни сетивелиш үчүн мәмликәт миқйасида сәпәрвәрлик паалийити өткүзиду. 10000 лирадин артуқ ианә бәргүчиләрниң исми айропиланға қойулатти. нури дәмирағ ианә қилиш орниға барлиқ мал-дунйасини йәрлик айропилан ишләпчиқиришқа сәрп қилишни қарар қилиду. у өз күчигә тайинип қолға кәлтүргән мал-дунйаға «миллий аманәт» нәзиридә муамилә қилатти. у «йавропа вә америкидин рухсәт елип айропилан йасашни» тәқлидчилик дәп қариғанлиқи үчүн «түрк модели» айропилан йасаш мәқситидә һәрикәткә өтиду. 1936-йили бәшикташта айропилан завутиниң улини салиду, дивриғи райониға селинидиған завут билән һазирқи йәшилкөй ататүрк айродуруми болған җайға айродурум селиш үчүн тутуш қилиду.

1937- йили түркийә авийатсийә оргини ачқан 10 данә мәшиқ айропилани билән 65 данә пиланер сетивелиш һөддигәрликини үстигә алған дәмирағ вә хизмәтчилири кечә – күндүз тиришчанлиқ көрсәтти. 1938 – йили ататүркниң вапат болуши билән дөләттә сийасий сүркилишләр көрүлүшкә башлиди. 1939 – йили барлиқ техникилиқ шәртләрни һазирлиған вә түркийә авийатсийә оргини учқучисиниң тәкшүрүшидин утуқлуқ өткән болушиға қаримай, айропиланлар рәт қилинди. айропиланлардин бири әскишәһирдә қонуш саһәси тар болғанлиқи үчүн етизлиққа қонуп қазаға учриди. түркийә авийатсийә оргини әмәлдарлири айропиланниң чүшүп кетишини техникилик кашилиға четип, айропиланларни сетивелиштин ваз кәчти. дәмирағ өз дәвриниң барлиқ әмәлдарлириға қайта – қайта мәктуп йазған вә мәһкимиләргә әрз сунған болсиму үнүмгә еришәлмиди. шундақ қилип, дөләтниң келәчикигә тәсир көрситидиған йәнә бир лайиһә сийасий сүркилиш вә ихтирасларға қурбан қиливетилди.

түркийәниң башланғуч вә асасий мәшиқ айропилани йасап чиқиш лайиһәси (һүрқуш)

нөвәттә, дөләтни идарә қиливатқан рәһбәрләрниң тәсири вә алақидар органларниң қоллап – қуввәтлиши билән көплигән миллий мудапиә лайиһәси үстидә хизмәтләр ишләнмәктә. һүрқушниң моделини ишләпчиқириш тамамланди. униң үстигә ишләпчиқириш хизмәтлири давамлишиватқан тунҗи миллий айропиланимизни 2023 – йили асманда пәрваз қилдуруш тәййарлиқлириму қилинмақта. йавропа пуқралар авийатсийә даирилиридин теббий иҗазәтнамә алған тунҗи түрк айропилани һүрқуштин икки данә модел йасап чиқилди . һүрқуш (түркийә башланғуч вә асасий мәшиқ айропилани йасап чиқиш лайиһәси), пуқралар вә һәрбий авийатсийәниң ешип бериватқан мәшиқ айропилани еһтийаҗлириға җаваб бериш үчүн пүтүнләй өзгичә қилип лайиһәләнди. йәнә һүрқуш-с моделиға қорал сәпләш хизмәтлириму давам қилмақта.

миллий җәң айропилани ишләпчиқириш лайиһәси

миллий җәң айропилани ишләпчиқириш пилан – лайиһәси арқилиқ һава армийәси қоманданлиқиниң 2030 – йиллардин кейинки җәң айропилани еһтийаҗи дөләт ичидә йәрлик ишләпчиқирилған моделлар билән тәмин етилиду. пилан – лайиһәләрниң ройапқа чиқирилиш басқучида имканийәтниң баричә йәрлик мәһсулатлар ишлитилмәктә. ишләпчиқириш хизмәтлири давамлишиватқан бу муһим пиланниң мәһсули болған тунҗи  учушниң 2023 – йили ишқа ашурулуши нишан қилинмақта.

F-35 бирләшмә һуҗумчи айропилани лайиһәси

бәшинчи әвлад уруш айропилани F-35, бирла учқучилиқ, бирла моторлуқ, көп хил мәқсәтлик, төвән авазлиқ болуштәк алаһидиликләргә игә овчи / уруш айропиланиниң лайиһәләш вә ишләпчиқириш хизмәтлири америка қошма иштатлири башчилиқидики бир хәлқара бирләшмә (америка, әнглийә, италийә, түркийә, голландийә, канада, австралийә, норвегийә вә данийә) тәрипидин елип берилмақта. түркийә бир парчиси болған бу қурулуштин 100 данә айропилан сетивелип диққәтни тартти. түркийә, лайиһә шерики болған F-35 уруш айропилани ишләпчиқириш хизмәтлири даирисидә тунҗи айропиланини 21 – ийун (2018) да тексастики форт – ворста өткүзүлгән бир мурасимда тапшуруп алди. нөвәттә учқучилиримиз америка қошма иштатлирида мәшиқлирини башлиған болуп, керәклик тәлим – тәрбийә басқучлири ахирлашқандин кейин айропиланларни ишлитиш башлиниду.

түркийә F-35 уруш айропиланлириниң йавропа райони гәвдә вә мотор, еғир тәкшүрүш вә ремонт базиси болиду. F-35 уруш айропиланлириниң әң мурәккәп қурулмилириниң бири болған «оттура гәвдиси» америка қошма иштатлири сиртидики бирдинбир җай сүпитидә дөлитимиздә ишләпчиқирилмақта. буниңдин башқа түркийә F-35 - A/B/C арилашма запчаслар, F-35 - A ниң метал төвән гәвдиси қатарлиқ қисимлириму дөлитимиздә ишләпчиқирилмақта. сәзгүр көрсәткүч аппарати вә түркийә пән – техника тәтқиқат оргини мудапиәни раваҗландуруш бөлүми тәрипидин лайиһәлинип, ракетамийот санаити ширкити тәрипидин ишләпчиқирилған сом-җ ларниң F-35 уруш айропиланлириға сәплинишиму дөлитимиз тәрипидин ишқа ашурулмақта.

дөләт қоллап – қуввәтлигән барлиқ пилан – лайиһәләр йоруқ көргән болса, өтмүштә дөләт тосқунлуқ қилған пилан – лайиһәләр ишқа ашурулалмиди. йазмимизниң кейинки бөлүмидә, утуқлуқ һалда йоруқ көргән мудапиә саһәсидики башқа пилан – лайиһәләрниң һекайилирини байан қилишни давамлаштуримиз.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر