әрдоған боснийә - гертсеговина зийаритини башлиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған боснийә – гертсеговинадики бир күнлүк дөләт ишлири зийаритини башлиди.

975010
әрдоған боснийә - гертсеговина зийаритини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоғанни пайтәхт сарайеводики хәлқара айродурумда боснийә - гертсеговина пирезидентлиқ кеңиши башлиқи бакир иззәтбегович күтүвалди. арқидин икки рәһбәр пирезидентлиқ кеңиши бинасиға барди. әрдоғанни пирезидентлиқ кеңиши бинасиға кириш әснасида «хош кәлдиң, рәис» дегән хәтләр йезилған пилакатларни көтүрүвалған йүзләрчә бошнақ вә түркләр қарши алди.

әрдоған бакир изздәтбегович билән бирликтә хәлққә салам бәрди.

әрдоған, боснийә уруши ғазиси муҗо аганович билән бирдәм сөһбәтләшти.

айрим учришиш өткүзгән әрдоған билән иззәтбегович, һәйәтләрниң учришиши ахирлашқандин кейин, қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзиду.

җумһур рәис әрдоған зийарити даирисидә, йавропалиқ түрк демократлар иттипақиниң 6 – нөвәтлик омумий кеңишигә шәрәп меһмини сүпитидә иштирак қилип сөз қилиду.

әрдоған йәнә, хәлқара сарайево университети тәрипидин берилидиған пәхри докторлуқ унванини тапшуруп алиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر