әрдоғанға суйиқәст қилинидиғанлиқи илгири сүрүлди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға балқан районида суйиқәст қилинидиғанлиқи илгири сүрүлди.

974748
әрдоғанға суйиқәст қилинидиғанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға балқан районида бир гуруппа түркниң суйиқәст қилишни пиланлиғанлиқи илгири сүрүлди.

бу ахбаратқа асасән җумһур рәис әрдоғанниң әтә боснийә-гиртисговенаға қилидиған зийарити һарписида ахбарат органлири вә дөләт хәвпсизлик таәрмақлири һәрикәткә өтти.

македонийәниң пайтәхти үскүптә йашаватқан түркләрдин йәрлик ахбарат органлириғичә, ғәрб ахбарат тармақлиридин түркийә ахбарат органлириғичә «алдимиздики мәзгилдә балқан райониға қилидиған зийарити җәрйанида бир гуруппа түркниң җумһур рәис әрдоғанға суйиқәст қилишни пиланлиғанлиқи» тоғрулуқ мәлумат кәлди.

нөвәттә суйиқәстниң вақти, орни, усули һәққидә  тәпсилий мәлумат болмисиму, ахбарат тәшкилатлири бу мәсилини тәкшүрүп ениқлап чиқиш үчүн һәмкарлиқ асасида һәрикәт қилмақта.

бу арилиқта муавин баш министир вә һөкүмәт байанатчиси бәкир боздағ бу һәқтә елан қилған байанатида, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң өлүм тәһдитлиридин қорқуп қалидиған бири әмәсликини тәкитләп мундақ деди: «җумһур рәис әрдоған өлүм тәһдитлиридин қорқидиған, меңиватқан йолидин вә давасидин ваз кечидиған бири әмәстур. җумһур рәисимиз әрдоғанға һазирғичә шунчә көп суйиқәстләр ишлитилгән болсиму, аллаһниң йардими астида бу суйиқәстләрниң һечбири ишқа ашмиди, худайим буйруса бу қетимқисиму ишқа ашмайду, бу өлмәс һәқиқәтни чүшинип йетәлмигәнләр һамақәтләрдур, халас. җанабий аллаһниң йардими, һемайиси вә өз панаһида сақлиши астида, әзиз хәлқимизниң, муһәммәд әләйһиссаламниң үммитиниң вә мәзлумларниң дуаси билән җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоған йолини изчил давамлашуриду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر