афринлиқлар 18 террорчини түркийә армийәсигә тапшуруп бәрди

сүрийәниң африн районидики 9 мәһәллидин қолға чүшүрүлгән 18 террорчи мәһәллә башлиқлири вә хәлқ тәрипидин түркийә армийәсигә тапшуруп берилди.

934185
афринлиқлар 18 террорчини түркийә армийәсигә тапшуруп бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси иҗтимаий таратқу тори тивиттердики адреси арқилиқ байанат берип, ирақниң шималиға җайлашқан һакуркта һуҗумға өтүшкә тәййарлиниватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң 12 қораллиқ әзасиниң 20 – март сәйшәнбә күнидики һавадин зәрбә бериш һәрикити арқилиқ бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.

түркийә армийәси йәнә, африн хәлқиниң һәр даимқиға охшаш түркийә армийәсиниң йенида турушни давамлаштуруватқанлиқини тәкитлигән һалда, түнүгүн афринда тапшуруп берилгән 3 террорчидин башқа 9 мәһәллидә қолға чүшүрүлгән җәмий 18 террорчиниң мәһәллә башлиқлири вә хәлқ тәрипидин түркийә әскәрлиригә өткүзүп берилгәнликини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر