әрдоған 26 – февралда африқа зийаритини башлайду

җумһур рәис рәҗәп таййп әрдоған алҗирийә, мавританийә, сенегал вә малини өз ичигә алған африқа зийаритини башлайду.

917329
әрдоған 26 – февралда африқа зийаритини башлайду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик ахбарат мәркизидин елан қилинған байанатта, әрдоғанниң африқа зийаритиниң 26февралдин 2мартқичә елип берилидиғанлиқи билдүрүлди.

әрдоғанниң мәнсәпдашлири билән өткүзидиған айрим вә һәйәтләр ара учришишлирида, өзара мунасивәтләр вә һәмкарлиқларниң әтраплиқ музакирә қилиниши шундақла район характерлиқ вә хәлқаралиқ мәсилиләр һәққидә пикир алмаштурулиши мөлчәләнмәктә.

әрдоған түркийәниң күчлүк тарихий риштиси вә иқтисадий шериклики болған африқа дөлити алҗирийәдә җумһур рәислик салаһийити билән иккинчи қетим зийарәттә болған болиду.

алҗирийәдин кейин 28феврал күни африқидики мавританийәдә учришишларда болиду. арқидин өзара мунасивәтлиримиз интайин йахши кетип барған сенегалға йетип бариду. 

африқа зийаритиниң ахириқи бекити болса, узун тарихқа игә мәдәнийәт мунасивәтлиримиз болған мали болиду.

байанатта, җумһур рәис әрдоғанниң мавританийә вә мали зийаритиниң түркийәдин бу дөләтләргә җумһур рәис сәвийәсидә елип берилған тунҗи зийарәт болуш нуқтисидинму тарихий әһмийәткә игә болидиғанлиқи билдүрүлди.

зийарәтләр даирисидә алҗирийә вә сенегалда йәнә, сода санаәт мунбири йиғиниму чақирилиду.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر