түркийә билән америка келишти

түркийә билән америка мунасивәтләрни әслигә кәлтүрүш мәсилисидә бирдәклик һасил қилди.

911927
түркийә билән америка келишти

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу рәсмий зийарәттә болуш үчүн түркийәгә кәлгән америка ташқи ишлар министири рекс тиллерсон билән америка-түркийә мунасивәтлирини әслигә кәлтүрүш мәсилисидә келишкәнликлирини билдүрди.

икки министир айрим көрүшкәндин кейин қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

чавушоғлу: америка билән мунасивәтлиримизни әслигә кәлтүрүш мәсилисидә келиштуқ, деди.

америка-түркийә мунасивәтлириниң һалқилиқ пәйттә туруватқанлиқини ейтқан министир чавушоғлу, тиллерсонниң түркийә зийаритиниң муһим вә пайдилиқ икәнликини әскәртип мундақ деди: «биз пәқәт мунасивәтлиримиз үстидила әмәс, районлуқ мәсилиләргә тутқан позитсийәлиримиз үстидиму тохталдуқ, һәр икки тәрәпниң бир-биридин күтидиғанлири вә тәләплири пәрқлиқ, түнүгүн кәчтә җумһур рәисимиз тиллерсонни қобул қилғанда мәйданимиз вә қараримизни ениқ билдүрүп мунасивәтлиримизни түзитиш үчүн муһим қәдәмләрни ташлидуқ, биз алди билән фәтһуллаһ террорлуқ тәшкилатиға вә америкиниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики гумаштиси й п г ни қоллишиға қандақ қарайдиғанлиқимизни очуқ оттуриға қойдуқ, берилгән вәдиләрниң орундилиши вә әмәлий қәдәмләр ташлиниши үчүн немиләрни қилалайдиғанлиқимиз тоғрисида кеңәштуқ. »

мәвлүт чавушоғлу тиллерсонниң зийаритидин кейин түркийә-америка мунасивәтлириниң түзилиши үчүн икки тәрәп арисида қайтидин ишәнч турғузулушини үмид қилидиғанлиқиниму әскәртти.

«америкиниң бихәтәрлик әндишимизгә әстайил муамилә қилишини үмид қилимиз»дегән чавушоғлу: барлиқ мәсилиләр кеңәш қилинидиған йеңи механизмини келәр айниң оттуриғичә қуруп чиқишни қарар қилдуқ, деди.

2016-йили америкиниң сүрийәдә й п г ниң фират дәрйасиниң шәрқигә чекинидиғанлиқи тоғрисида түркийәгә вәдә бәргәнликини, бирақ вәдиниң ишқа ашурулмиғанлиқини әскәрткән чавушоғлу сөзини давамлаштуруп мундақ деди: «мунбич нопусиниң көп қисмини әрәбләр тәшкил қилиду, шуңа й п г қораллиқ унсурлири бу йәрдин чекинип чиқиши лазим, сүрийәдә тәртипниң бәрпа болуши үчүн бу толиму муһимдур.»

америка ташқи ишлар министири тиллерсоннму «түркийә-америка мунасивәтлири изчил вә истиратегийәликтур»деди вә сөзини давамлаштуруп: чавушоғлу билән һәр икки тәрәпниң әндишилирини тәпсилий параңлаштуқ, түркийә-америка мунасивәтлири ноқул мәнпәәткә тайанған әмәс, түркийә шималий атлантик әһди тәшкилати-натониң кона әзалиридин болуп, биз афғанистан вә корейә қатарлиқ нурғун җайда бирликтә һәрикәт қилдуқ, деди.

сүрийә киризисиниң һәл қилинишида җәнвә йиғининиң муһим рол ойнишини үмид қилидиғанлиқлирини ейтқан меһман министир, түркийәниң 7 йилдин буйан 3 милйондин артуқ мусапирға саһибханлиқ қилип пүткүл дөләткә үлгә болғанлиқини әскәртип мундақ деди: «сүрийәдики нишанимиз охшаш болуп, сүрийәни даештин тазилап сүрийәлик мусапирларниң йурт-маканлириға қайтишини капаләткә игә қилиштин ибарәт, мустәқил сүрийәни қоллаймиз, сүрийә хәлқи өз рәһбирини әркин ирадиси билән сайлап чиқиши лазим, биз бу ишни бирликтә тәшкилләймиз, мунбич мәсилиси қурулмақчи болған хизмәт гурупписи тәрипидин кеңәш қилиниду, биз мунбичқила әмәс шималий сүрийәгиму әһмийәт беримиз.»

рекс тиллерсон «америка әскәрлири мунбичтин чекинип чиқамду?»дегән соалға «районниң тизгинини өзимиз тутсақ йахширақ болиду»дәп җаваб бәрди.

« америка й п г ни қоллашни тохтитамду? »дегән соалға тиллерсон мундақ җаваб бәрди: «америкида даешқа зәрбә бериш үчүнла расхот аҗритилди, буниңдин башқа расхот аҗритилмиди.»

тиллерсон « фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати мәсилисини бир тәрәп қилиш үчүн конкрет қәдәм ташлинамду йоқ?»дегән соалға «түнүгүн һөрмәтлик әрдоған бу мәсилигә тутқан позитсийәсини билдүрди, биз дәлил-испатларни тәкшүрүшни давамлаштуримиз, мустәқил һалда тәкшүрүш хизмити елип баримиз, йеңи дәлилләрни һәр вақит тәләп қилимиз, түркийә бизгә әвәткән барлиқ материйаллар үстидә әтраплиқ тәкшүрүш елип баримиз»дәп җаваб бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر