«зәйтун шехи» һәрбий һәрикити җәрйанида уҗуқтурулған террорситларниң сани 268 гә йәтти

түркийә армийәсиниң сүрийәниң африн районидики террорлуқ тәшкилати п к к унсурлирини тазилаш мәқситидә шәнбә күни «зәйтун шехи» һәрбий һәрикити башланғандин буйан 268 террорсит уҗуқтурулди.

895752
«зәйтун шехи» һәрбий һәрикити җәрйанида уҗуқтурулған террорситларниң сани 268 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «<зәйтун шехи> һәрбий һәрикити җәрйанида һазирғичә п к к / к җ к / п й д / й п г вә даеш қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлири унсурлиридин 260 и уҗуқтурулди. террорситларға аит панаһ җайлар, қорал – йарағ вә оқ – дора искилатлири йәр билән йәксан қиливетилди. һәрбий һәрикәт җәрйанида пуқралар вә мәсум инсаларниң зийанға учримаслиқи үчүн һәр җәһәттин күчлүк тәдбирләр елинмақта вә бу нуқтиға алаһидә диққәт қилинмақта.»

һәрбий һәрикәт җәрйанида йәнә райондики қисимларға һуҗум қилишқа урунған 8 террорсит бир тәрәп қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر