әркин сүрийә армийәси түркийәниң «зәйтун шехи» һәрбий һәрикитигә маслашти

түркийә армийәси, зәйтун шехи һәрбий һәрикити даирисидә сүрийәниң африн районидики п к к/ п й д – й п г вә даеш террорлуқ тәшкилатлириға аит нишанларға бир – бирләп зәрбә бәрмәктә.

893273
әркин сүрийә армийәси түркийәниң «зәйтун шехи» һәрбий һәрикитигә маслашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси тарқатқан әң йеңи учурға асасланғанда, һәрбий һәрикәткә иштирак қилған 72 айропилан террорчиларниң 108 нишанини йоқитип ташлиған.

террорчилар тәрипидин африндики дохтурханиларға кәлтүрүлгән өлүк вә йаридарларниң һәммисиниң п й д / п к к әзаси террорчилар икәнлики қәйт қилинди.

түркийә уруш айропиланлири, п й д / п к к террорлуқ тәшкилатиниң ишғалийити астидики минниғ һәрбий базисиниму бомбардиман қилип, террорчиларниң истиһкам, тонел вә оқ – дора искилатлирини йәр билән йәксан қилди.

әркин сүрийә армийәсиму қуруқлуқтин кәң көләмлик һәрбий һәрикәт башлиди؛ түркийә армийәсиниң йазма байанатида, зәйтун шехи һәрбий һәрикитиниң, түркийәниң сүрийә чеграсида вә районда бихәтәрлик вә муқимлиқни капаләткә игә қилиш мәқситидә сүрийәниң шималиға җайлашқан афринда п к к / к җ к / п й д – й п г вә даеш террорчилирини йоқитип ташлап, дост вә қериндаш район хәлқини буларниң бесим вә зулумлиридин қутулдуруш үчүн башлитилғанлиқи әскәртилди. зәйтун шехи һәрбий һәрикитиниң башлишидин кейин сүрийә тәрәптин етилған 4 данә гиранатамйот оқи килис шәһәр мәркизигә чүшти؛ вәқәдә адәм өлүш әһвали көрүлмиди, әмма бир киши йеник йариланди.

килисниң сүрийә чеграсиға җайлашқан бәзи җайлири 15 күн бойичә алаһидә бихәтәрлик райони елан қилинди.

түркийә миқйасидики 90 миң җамәдә түркийә армийәсиниң зәйтун шехи һәрбий һәрикитигә утуқ тиләп дуа қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر