әминә әрдоған бәзи дөләт рәһбәрлириниң рәпиқилири билән көрүшти

әминә әрдоған қуддус мәслиси үчүн чақирилған ислам һәмкарлиқ тәшкилати йуқири дәриҗилик рәһбәрләр пәқуладдә йиғини үстидә тохталди.

868571
әминә әрдоған бәзи дөләт рәһбәрлириниң рәпиқилири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәпиқиси әминә әрдоған ислам һәмкарлиқ тәшклати йуқири дәриҗилик рәһбәрләр пәвқуладдә йиғини даирисидә түркийәгә кәлгән һәр қайси дөләт рәһбәрлириниң рәпиқилири билән көрүшти.

әминә әрдоған истанбулда һубәр сарийида, һиндонезийә пирезидентиниң рәпиқси җоко видодо, баңладеш пирезиденти абдулһәмидниң рәпиқиси рәшидә ханам вә қизи шорна һамид, малайшийа баш министири нәҗип рәззақниң рәпиқиси датин сәри русмаһ мансур, ливийә баш министирлиқ кеңиши башлиқи фәйаз мустафа сараҗниң рәпиқиси фатимә надийә рәфат билән учришиш елип барди.

зийапәтлик учришишта, әминә әрдоған меһманлириға қисқичә қарши елиш нутуқи сөзлиди. 

әминә әрдоған қуддус мәслиси үчүн чақирилған ислам һәмкарлиқ тәшкилати йуқири дәриҗилик рәһбәрләр пәқуладдә йиғининиң нәтиҗисиниң хәйрилик болушини теләйдиғанлиқини билдүрди. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر