русийә пирезиденти владимир путин түркийәгә келиду

пирезидент путин дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән дунйави муһим мәсилиләр үстидә өзара пикир алмаштуриду.

865571
русийә пирезиденти владимир путин түркийәгә келиду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти владимир путин бүгүн (11-декабир) әнқәрәдә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән җумһур рәислик сарийида көрүшиду. көрүшүштә, американиң қуддусни исираилийә пайтәхти дәп етирап қилишиниң алди-кәйнидә йүз бәргән йеңи өзгиришләр муһакимә қилиниду. икки рәһбәр йәнә, сүрийә киризиси, ортақ енергийә лайиһәлири вә икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқларға мунасивәтлик мәсилиләрниму музакирә қилиду. икки рәһбәр һәйәтләр ара көрүшүш ахирлашқандин кейин, ортақ ахбарат елан қилиш йиғини өткүзиду.

путин әнқәрә зийаритини ахирлаштуруп, мисирға қарап йолға чиқиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر