әрдоған, путин вә руһани учришиш елип бариду

3 рәһбәр русийәниң сочи шәһиридики йиғинда сүрийәниң вә районниң йеңи вәзийитини музакирилишиду.

852780
әрдоған, путин вә руһани учришиш елип бариду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған русийә пирезиденти виладимир путинниң тәклипигә бинаән мәхсус айропилан билән бүгүн чүштин кейин саәт 13:15 өткәндә русийәниң сучи шәһәригә қарап йолға чиқти.

әрдоғанниң русийә зийаритигә рәпиқиси аминә әрдоған, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, енергийә вә тәбиий байлиқлар министири бәрат албайрақ һәмраһ болди

әрдоған русийәдә йәнә, иран пирезиденти һәсән руһани биләнму көришиду.

учришишниң асаслиқ күнтәртипи сүрийә мәслиси болиду. рәһбәрләр русийәниң сочи шәһиридики йиғинда сүрийәниң вә районниң йеңи вәзийитини музакирилишиду.

русийә пирезиденти виладимиз путин вә иран пирезиденти руһаниниңму қатнишиши билән өткүзүлидиған үч тәрәп алий дәриҗилик рәһбәрләр йиғинидин кейин, қошма ахбарт елан қилиш йиғини чақирилиду.

әрдоған, путин вә руһани кейин йәнә кәчлик зийапәттиму бир йәргә җәм болиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған мушу бир йил ичидила путин билән җәмий 6 қетим йүзму - йүз көрүшкән болиду.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر