21.01.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1129734
21.01.2019

түркийә авази радийоси: «<сабаһ> гезити», «җумһур рәислик мәһкимисидин макгуркқа күчлүк рәддийә» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин, түркийәни әйиблигән америка қошма иштатлириниң даешқа қарши күрәш қилғучи иттипақдаш күчләр алаһидә вәкили брет макгуркниң сөзлиригә түнүгүн тивиттердики адреси арқилиқ рәддийә қайтуруп, «муһакимиңиз хата. түркийәгә қаратқан әйибләшлириңиз толуқ мәнидики җөйлүш болуп, п к к ниң тәшвиқатини қиливатисиз. түркийә, йүз миңларчә сүрийәлик әрәб, корд, сурйани вә башқиларниң һайатини қутқузди. п к к  ға йеңичә һайат беғишлашни халайдиған болсиңиз, бу иш ройапқа чиқмайду» деди.

«<стар> гезити», «алтун: зәйтун шехи һәрикити арқилиқ террор каридори (шәкилләндүрүш) пиланини бузуп ташлидуқ (деди) сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири башқармиси башлиқи алтун түнүгүн иҗтимаий таратқу тори тивиттердики адресида зәйтун шехи һәрбий һәрикитиниң биринчи йили мунасивити билән байанат бәрди؛  зәйтун шехи һәрбий һәрикитидә шеһит болуп кәткәнләрни һөрмәт билән әсләйдиғанлиқини билдүргән алтун, «фират қалқини һәрикитидин кейин зәйтун шехи һәрбий һәрикити арқилиқ чеграйимизда террор каридори шәкилләндүрүш пиланини бузуп ташлидуқ. дунйа тинчлиқиға хизмәт қилидиған қәдәмләр арқилиқ тәһдитләргә писәнт қилмастин, ойунларни бузуп ташлайдиғанлиқимизни көрсәттуқ. зәпәргә ериштүргән шеһитлиримизни һөрмәт билән, ғазилиримизни миннәтдарлиқ билән хатириләймиз» деди.

«<һөррийәт> гезити», «русийәниң түркийәдин (алидиған) пәмидур миқдари 100 миң тонниға чиқти» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: йеза игилик вә орманчилиқ ишлири министири бәкир пакдәмирли германийәниң пайтәхти берлинда чақирилған 11 – нөвәтлик дунйа ашлиқ вә йеза  игилик мунбири даирисидә өткүзүлгән йеза игилик министирлири йиғиниға иштирак қилғандин кейин, түркийәниң берлиндики әлчихансиида таратқулар мәнсуплириниң соаллириға җаваб бәрди. у, «русийәлик мәнсәпдешим билән көрүштуқ. әң чоң ишлиримиздин бири 50 миң тоннилиқ пәмидур миқдаримизни 100 миң тонниға чиқарған болдуқ» деди.

«<хабәртүрк> гезити», «йавро-асийа базирида түрк қурулуш һөддигәрлири шамили чиқмақта» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: өткән йили чәт әлләрдә 19 милйард 400 милйон долларлиқ қурулушни үстигә алған түрк қурулуш һөддигәрлири, бу қурулушларниң %46 ини йавро-асийа районида ройапқа чиқарди. түркийә қурулуш һөддигәрлири иттипақи башлиқи митһат йәнигүн, һөддигә елинған қурулушларниң районларға тарқилиши тоғрисида мәлумат бәрди. у, 2018 – йилидики хизмәт һәҗиминиң %46 и йавро-асийа, %26 и оттура шәрқ, %18 и африқа, %6 и йавропа, %3.2 и җәнубий  асийа вә йирақ шәрқ, %0.6 ини болса, америка дөләтлириниң шәкилләндүргәнликини тилға елип өтти.

«<вәтән> гезити», «түркийәгә 400 йил йәткүдәк таш туз записи бар» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: чанқиридики һититлардин буйан таш тузи чиқириливатқан өңкүрләрниң, түркийәгә 400 йил йәткүдәк таш туз запсииға игә икәнлики ениқлап чиқилди. археологийәлик мәлуматларға қариғанда, һититлар тәрипидин таш туз чиқирилған, мәркәзгә 19 километир йирақлиққа җайлашқан туз канидики ишләпчиқириш хизмәтлири бир хусусий ширкәт тәрипидин давамлаштурулмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر