18.01.2019
бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:
түркийә авази радийоси: «вәтән гезити», «америка билән йеңи мәзгилдә әркин сода келишими нишани» сәрләвһилик хәвиридә, мунуларни йазди:
ташқи иқтисадий мунасивәт кеңиши «DEİK» башлиқи мәһмәт әли йалчиндағ җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән америка пирезиденти доналд трампниң қисқиғинә мәзгил илгири өткүзгән телефон сөһбитидә, икки дөләт оттурисидики иқтисадий мунасивәтләрниң техиму йуқири сәвийәгә көтүрүлүши тәкитләнгәнликидин мәмнун болғанлиқини билдүрүп: «20 милйард доллар әтрапидики сода омумий соммимиз интайин төвән. ойунниң усуллирини өзгәртишимиз лазим. буниң йоли әркин сода келишимидин өтиду» деди.
«йеңи шәпәқ гезити», «бихәтәр район тәсис қилиш пикри сүрийәликләрни үмидләндүрди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:
сүрийәдә фират дәрйасиниң шәрқидә қурулуши пиланланған бихәтәр район, өз дөлитидин көчүшкә мәҗбур болған милйонларчә сүрийә пуқралирини қайтидин үмидләндүрди. вәтинигә қайтишни арзу қилидиған сүрийәликләр бу җәһәттә балдуррақ қәдәм ташлинишини тәләп қилмақта вә 4 милйон кишиниң вәтинигә қайтишиниң йоли ечилидиғанлиқи билдүрүлмәктә.
«ситар гезити», «түркийә йеза игилики дөләт кирими җәһәттә йавропа бойичә биринчи» сәрләвһилик хәвиридә, мунуларни һәмбәһирләшти:
түркийә сода-санаәт ойушмилири вә пайчек базири бирләшмиси «TOBB» ниң башлиқи рифат һисарҗиклиоғлу түркийәниң йиза игилики вә чарвичилиқ саһәсидә аҗайип йошурун күчкә игә икәнликини билдүрүп: «йиза игилки дөләт кирими җәһәттә йавропа бойичә 1- вә дунйа бойичә 8 – орунда турмақтимиз. түркийәниң әтрапида тәхминән 2 милйард нопус бар. бу нопус тәхминән 500 милйард долларлиқ йеза игилики вә чарвичилиқ мәһсулатлирини импорт қилиду. әтрапимизда интайин катта бир базар бар» деди.
«сабаһ гезити», «сакарйа, коҗаәли вә бурсада ишләпчиқирилған аптомобилларниң%85и експорт қилинди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:
түркийәниң аптомобил експорт содисида алдинқи қатарда туридиған вилайәтлиридин сакарйа, коҗаәли вә бурсада алдинқи йили саитигә 177 аптомобил ишләпчиқирилди. булардин 150 аптомобил чәт әлләргә експорт қилинди. түркийә аптомобил саһәси алдинқи йили җәмий 1 милйон 587 миң 836 аптомобил ишләпчиқарди. дөләт миқйасидики аптомобил ишләпчиқиришиниң %97.8 гә тәң келидиған 1 милйон 552 миң 606 аптомобил, алдинқи йили сакарйа, коҗаәли вә бурсадики аптомобил завутлирида ишләпчиқирилди. бу 3 вилайәттә ишләпчиқирилған 1 милйон 552 миң 606 аптомобилниң %84.5 и болған 1 милйон 312 миң 365 аптомобил чәт әлләргә експорт қилинди.
«хәбәртүрк гезити», «қатар дунйа лоңқиси үчүн түркийәгә һәйәт әвәтиду» сәрләвһилик хәвиридә, мунуларни оқурмәнлирниң диққитигә сунди:
қатар баш министири вә ички ишлар министири шәйх абдуллаһ бин насир бин хәлифә әлсани түркийә ички ишлар министири сүләйман сойлу билән көрүшти. хәлифә әлсаниниң министир сүләйман сойлу билән өткүзгән учришишида, 2022 – йили қатарда өткүзүлидиған дунйа лоңқисини талишиш мусабиқилириниң бихәтәрлик тәдбирлири мәсилиси музакирә қилинди. қатар дунйа лоңқиси мусабиқилири үчүн 31 – йанварда түркийәгә бир һәйәт әвәтиду. һәйәт бирләшмә мусабиқилиридә йолға қойулидиған бихәтәрлик тәдбирлирини көздин көчүриду.