11.01.2019

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1123682
11.01.2019

түркийә авази радийоси: «йеңи шәпәқ гезити», «<әнглийәниң вақит гезити, әрдоған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к нуқтиисдин һәқлиқ> дәп хәвәр елан қилди» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни йазди:

вақит гезитиниң интернет бетидә елан қилинған анализда, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң й п г нуқтисидин нәқәдәр һәқлиқ икәнлики тәкитләнди. п к к билән й п г ниң оттурисида һечқандақ пәрқ йоқлуқи вә дунйаниң әң алдинқи қатардики капталист күчи болған нато вә ғәрб иттипақиниң рәһбири һесаблинидиған америкиниң идеогийәси, модедин қалған маркисизм билән муррий бокчин намлиқ анчә тонулмиған һөкүмәтсизликни тәрғип қилғучи пәйласопниң етиқади оттурисида бир көрүнүп, бир көрүнмәй келиватқан й п г/п к к ни қоллашниң тоғра чүшинишкә болидиған һечқандақ тәрипи йоқлуқи билдүрүлди. 

«вәтән гезити», «америка һәйити вәтәнпәрвәр башқурулидиған бомба сетиш үчүн түркийәгә келиду» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни йазди:

америкидин бир һәйәт 15 вә 16 йанварда вәтәнпәрвәр намлиқ башқурулидиған мудапиә системилирини сетиш музакирилири үчүн түркийәгә келиду. америка һәйити алдимиздики һәптә һава мудапиә санаити идарисидда учриишларда болиду. америка тәрәпниң вәтәнпәрвәр намлиқ башқурулидиған бомба сетип бериш үчүн түркийәниң русийәдин «S-400» башқурулидиған бомба сетивелиштин ваз кечишини шәрт қилмақта. бирақ, түркийә «S-400» башқурулидиған бомба сетивелишта чиң турмақта. түркийәдинму бир һәйәт йанвар ейиниң ахирида америкида зийарәттә болиду.

«сабаһ гезити», «миллий йумталдин тунҗи учур» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

һәрбий мунбәрләр вә қоманданлиқ мәркәзлири оттурисидики тактекилиқ мәлуматларниң бихәтәр һалда йәткүзүлүишини нишан қилған хизмәтләрдә үнүмлүк бир нәтиҗә қолға кәлди. йумтал техника ширкити «MilSOFT» тәрипидин йәрлик вә миллий тактека мәлумат линийә йумтали ишләпчиқирилди. шималий атлантик әһди тәшкилатиниң өлчәмлири сәвийәсидики миллий йумтал түркийәдә ишләпчиқирилған симсиз, модем вә йошурун алақә системилири арқилиқ һәрбий мунбәрләр вә қоманданлиқ мәркәзлири оттурисидики йәрлик линийәни шәкилләндүридиған бир торни ишлитишгә имканийәт йаритип бериду. нәтиҗилик һалда синақтин өткән бу йумталдин йолланған тунҗи учур «мәрһаба тарихий әһмийәткә игә минутлар» дегән сөз болди. 

«хәбәр түрк гезити», «нишан 70 милйон сайаһәтчи вә 70 милйард доллар» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни қәйт қилди:

күлтүр вә сайаһәт ишлири министири мәһмәт әрсой голландийәниң утречт шәһиридә бу йил 49 нөвәтлики өткүзүлгән сайаһәт йәрмәнкисигә қатнашти. йәрмәнкидә түркийә сайаһәт ширкәтлири һәмминиң диққитини тартти. министир әрсой түркийә сайаһәт саһәсиниң 2018 йилида зор илгириләшләрни қолға кәлтүргәнликини билдүрди.  2019 йилида сайаһәтчиләр сани җәһәттин %18 тин %20 кичә йуқири өрләшниң мөлчәрлиниватқанлиқини тәкитләп: «2019 йилида әслидики 52 милйонлуқ сайаһәтчи санини чөрүп ташлаймиз. нишанимизни йуқири көтүрдуқ. йеңи нишанимиз 70 милйон сайаһәтчи вә 70 милйард доллар» деди.

«ситар гезити», «һалал сайаһәт саһәсини иптихарландурған мукапат» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни йазди:

һалал сайаһәт саһәсидә түркийәдә меһманларға толуқ вә йахши мулазимәт қилған анталйаниң сайаһәт җәннити аланйа наһийәсидики 5 йултузлуқ «адин беч меһманханиси», дунйа миқйасидики 900 миң меһманхана арисида, 8 милйон сайаһәтчиниң баһасини асас қилған һалда баһалап чиқилған мукапат тизимликидин орун алди. адин беч меһманханиси «HolidayCheck 2019» тәрипидин тәвсийә қилинған меһмансарай мукапатиға еришти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر