17.12.2018

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1108288
17.12.2018

түркийә авази радийоси: «<хабәртүрк> гезити», «министир ақарниң терроризмға қарши күрәш байанати» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: дөләт мудапиә министири хулуси ақар, «қәтий ирадә билән күрәш қилиш нәтиҗисидә террорлуқ тәшкилатида еғир талапәтләр мәйданға кәлди, террорлуқ паалийәтлири күчлүк чәкләнди» деди. барлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәш қилиниватқанлиқини билдүргән министир ақар, «бу күрәш миллитимизниң бихәтәрлики үчүн керәклик вә зөрүрдур» дегәнләрни қәйт қилди.

«<йеңи шәпәқ> гезити», «гара вә хакуркқа зәрбә берилди: 10 террорчи өлтүрүлди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: түркийә армийәси түнүгүн байанат берип, ирақниң шималидики гара вә хакурк районлирида 15-, 16 – декабир күнлири елип берилған һавадин зәрбә бериш һәрикәтлиридә террорлуқ тәшкилатиниң өңкүр вә панаһлиниш орунлириниң йоқитип ташланғанлиқини؛ һәрбий районлиримизға һуҗум қилишқа тәййарлиниватқан 10 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.

«<стар> гезити», «сайаһәтчиләр йәнә түркийәни таллиди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: бодрум тонутуш вәқпи тәййарлиған 2017 – 2018 – йиллиқ йанвар – нойабир айлириға алақидар санлиқ мәлуматларға қариғанда, 2017 – йилиға селиштурғанда 2018 – йили нойабир ейиниң ахириға кәлгәндә, милас – бодрум айродурумиға чәт әлдин кәлгән сайаһәтчиләр сани %61.6 ашқан. бодрумни әң көп зийарәт қилған дөләтләр рәт тәртипи йәнә өзгәрмигән؛ биринчи қатардики германийәдин кейин тәртипи бойичә русийә, полша, германийә, голландийә вә украина орун алған.

«<һөррийәт> гезити», «түрк мәзәси дунйа дастиханлирини безимәктә» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: измирда паалийәт елип бериватқан бир ширкәт йапрақ сарма, һумус вә чиғ көфтә қатарлиқ түрк таамлирини түркләр көп олтурақлашқан 14 дөләткә експорт қилмақта. ички базарниң тәлипини қандуруш мәқситидә 1991 – йили 25 кивадрат метир җайға завут қуруп ишләпчиқиришни башлиған икки киши, тәләпниң сүрәт билән күчийишигә әгишип торбали наһийәсидә 16 миң кивадрат метир җайға йепиқ мәзә завути қурди. дәсләпки йиллирида атом, һайдари вә йапрақ сармаси қатарлиқ таамлар билән башланған мәзә түрлири мәһәллий татлиқ – түрүмләр қошулуп 250 хилға йәтти. болупму түркләр көпләп олтурақлашқан йавропа дөләтлиригә мәһсулатлирини експорт қилишқа башлиған ширкәт, йиллиқ 3 милйон доллар кирим киргүзди.

«<сабаһ> гезити», «әрҗийәстә пәсил ечилди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: түркийәниң алдинқи қатардики чана тейилиш мәркәзлириниң бири болған әрҗийәс теғида чана тейилиш пәсли башланди. чана пәслиниң биринчи күни һәптә ахириға тоғра кәлгән болғачқа, 15 миң киши әрҗийәскә қарап сәлдәк ақти. тейилиш йоллири қар билән толған әрҗийәстә, чана һәвәскарлири чана тейилишниң һузурини сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر