18.10.2018

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1070843
18.10.2018

түркийә авази радийоси: «‹вәтән› гезити», «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған молдава муһим байанатларни бәрди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған молдава пирезиденти игор додонниң тәклипигә бинаән бу дөләттә дөләт ишлири зийаритидә болди. җумһур рәис әрдоған зийарити җәрйанида бәргән байанатида, хәлқ банкиси вә зираәт банкисиниң әң қисқа вақит ичидә молдавада шөбә ачидиғанлиқни җакарлиди. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң учришишлирида, икки дөләт мунасивәтлири, районлуқ өзгиришләр вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатини өз ичигә алған барлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши  күрәш қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилинди.

«‹стар› гезити», «ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири майк помпейо билән көрүшти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн түркийәгә кәлгән америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири майк помпейо билән елип барған учришишидин кейин, мухбирларниң соаллириға җаваб бәргән түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң мунбич мәсилиси үчүн америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири майк помпейоға: «әгәр силәрниң қийинчилиқиңлар болса, террорчиларни биз тазилисақму болиду» тәрисиқидә сигнал бәргәнликини ейтти.

америка қошма иштатлири – түркийә мунасивәтлири тоғрилиқму тохталған чавушоғлу, «америка қошма иштатлириниң түркийәгә ембарго йүргүзүши толиму бимәнә иш иди. буниңдин кейин мунасивәтлиримиздә ембарго йаки буниңға охшиған мәсилиләрниң оттуриға чиқмаслиқи тоғрулуқ америка тәрәп билән көз қаришимиз охшаш» деди.

«‹һөрийәт› гезити», «түркийә һава йоллири ширкити әнқәрә – рим оттурисида биваситә учуш мулазимитини аридин 60 йил өткәндин кейин қайтидин ишқа кириштүриду» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики байанларға орун аҗратти.

италийәгә қарита тунҗи һава қатнишини 1959 – йили әнқәрә – рим линийәси арқилиқ ишқа ашурған түркийә һава йоллири ширкити, аридин 60 йил өткәндин кейин, һәр икки дөләтниң пайтәхтлири оттурисидики сәпәрлирини қайтидин ишқа кириштүриду. түркийә һава йоллири ширкитиниң пиланиға асасән,  2019 – йили 7 – йанвар күни башлинидиған әнқәрә – рим сәпәрлири һәптидә икки күн болиду. дүшәнбә вә пәйшәнбә күнлири ишқа ашурулидиған сәпәрләр үчүн беләтләр һазирдин башлапла сетилишқа башлиди.

«‹сабаһ› гезити», «түркийә билән русийә оттурисидики виза музакирилири давамлашмақта» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийәниң москва баш әлчиси һүсәйин дириөз, русийә билән түркийә оттурисидики иқтисадий вә мәдәнийәт мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш үчүн визисиз сайаһәт түзүмини йолға қойуш тоғрулуқ давамлиқ хизмәт ишлиниватқанлиқини ейтти.

дириөз, «рус – түрк сода бирлики» ниң саһибханилиқида пайтәхт москвада өткүзүлгән паалийәттә, түркийә – русийә мунасивәтлири тоғрулуқ тохталғанда, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң, түркийәниң русийә билән болған мунасивәтлириниң «инақ қошнидарчилиқ, ортақ мәнпәәтләр вә өзара һөрмәт»  пиринсиплириға асаслинидиғанлиқини ейтқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу пиринсипларға асасән һәмкарлиқимизни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш үчүн давамлиқ хизмәт ишләватимиз. түрк вә рус рәһбәрләр оттурисидики достлуқ вә икки дөләт оттурисидики сийасий ирадиниң қәтийлики сайисида, мунасивәтлиримизни һәр саһәдә техиму тәрәққий қилдуримиз, бу һәқтики ирадимиз қәтийдур.»

түркийә билән русийә оттурисидики иқтисадий вә сода мунасивәтлирини йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүштә визисиз сайаһәт хизмитини ишқа кириштүрүшниң зөрүрлүкини әскәрткән дириөз, мундақ деди: «өзара визисиз сайаһәт түзүмини йолға қойуш мәқситидә давамлиқ хизмәт ишләватимиз һәм музакириләрни елип бериватимиз. түркийә – русийә оттурисидики виза мәсилилири музакирә қилинидиған йиғин, консулханиларниң мәслиһәт кеңәшлиридин кейин, нойабир ейиниң башлирида чақирилиду.»

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «түрк алимниң мукапатлиқ лайиһәси <рак кесәлликини давалаш> та <үмид чириғи> болди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

измир хәлқара бийомедитсина вә ген гурупписи иниститути тәтқиқат әтритиниң мәсули дотсент җан күчүк, мәвҗут шәрт – шараит астида «ғалҗир» рак кесәлликигә айлинип кетиш хәвпини тәхмин қилғили болмайдиған икки түрлүк кесәллик үстидә елип барған тәтқиат лайиһәси билән, дунйада 8 түрлүк алимға берилидиған «йәр шари характерлик тәтқиқат мукапати» ға лайиқ көрүлди.

 игилинишичә, « Overt multiple myeloma» кесәлликини давалашта «үмид чириғи» болған бу лайиһә арқилиқ, пәқәт қан тәкшүрүш биләнла «рак кесәллики» ни ениқлап чиқишни қолайлаштуруш нишан қилинмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر