15.10.2018

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1068799
15.10.2018

түркийә авази радийоси: «<сабаһ> гезити», «түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи бинали йилдирим шивейтсарийәдә түркләр билән учрашти» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи бинали йилдирим вә һәмраһлиқидики парламент һәйити, шивейтсарийәниң лозан шәһиридә зийарәттә болуп учришишларни өткүзди. йилдирим, түрк топлуқи билән көрүшкәндә қилған сөзидә, бирлик вә баравәрлик тоғрисида тохталди.

«<вәтән> гезити», «асәлсан қибрисқа мәбләғ салиду» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти:  асәлсан (һәрбий електирон санаити ширкити) шималий қибрис түрк җумһурийитигә технологийә мәблиғи салиду. түркийәниң мудапиә санаитидики байрақдар ширкити асәлсан, мушу йилниң ахириғичә шималий қибрис түрк җумһурийитидә технологийә мәркизи ачиду. ечилидиған мәркәздә шималий қибрис түрк җумһурийитидики оқуғучиларниң һәмкарлишип ишлийәләйдиғанлиқини әскәрткән асәлсан муавин баш мудири мәһмәр чәлик, «кичик вәтән билән бирликтә дунйада илғар технологийә ишләпчиқиридиған дөләтләр қатариға киришини нишан қилмақтимиз» деди.

«<йеңи шәпәқ> гезити», «һиндонезийәлик апәткә учриғучилар түрк чедирлирида күн өткүзиду» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: һиндонезийәдики апәттә өй – маканлиридин айрилип қалғучиларниң туралғу еһтийаҗлирини қамдаш үчүн түркийәдә елип берилған 250 чедир, еһтийаҗлиқ районларға тикилди. түрк қизил ай җәмийитиниң һиндонезийә әтрити башлиқи али ақгүл йәнә, йүк айропиланлири билән түркийәдин елип берилған миң данә уйқу тулуми билән апәткә учриғучиларниң еһтийаҗлириниң қамдилидиғанлиқини, арқидин озуқ – түлүк вә тазилиқ әшйалириниң тарқитип берилидиғанлиқини ейтти.

«<һөррийәт> гезити», «лондонниң әң йахши ресторанлири муәййәнләшти! түрк ресторанлириму орун алди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: дунйаниң әң нопузлуқ иқтисад журналлириниң бири һесаблинидиған форбес, әнглийәниң пайтәхти лондонда 2018 – йили ечилған әң йахши ресторанлар тизимликини елан қилди. мақалидә орун алған әң йахши 5 рестораниниң қатариға түрк ресторан «руйа (чүш)» му кирди. анадолу таамлирини дунйаға тонутуш мәқситидә ечилған ресторанда әң есил таамлар тәййарлиниду.

«<стар> гезити», «54 – нөвәтлик җумһур рәислик сарийи түркийә велисипит мусабиқисиниң чемпийони едвард прадес болди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: 54 – нөвәтлик җумһур рәислик сарийи түркийә велисипит мусабиқиси (TUR 2018) дә Euskadi Basque Country –Murias командисидин испанийәлик маһир едвард прадес ревертер үстүнлүкни игилиди. мусабиқидә, астана про командисидин қазақистанлиқ маһир алексей лутсенко иккинчи, катуша алпесин командисидин австралийәлик маһир натан хаас үчинчиликкә еришти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر