05.09.2018

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизниң муһим қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1043458
05.09.2018

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң қирғизистандин қайтиш сәпиридә, мухбирларға муһим байанатларни бәргәнликини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң сүрийәниң идлиб районида һәрбий һәрикәт елип бериш мәсилисидә: «идлибкә башқурулидиған бомба йағса, у йәрдә қирғинчилиқ йүз бериши мумкин» дәп агаһландурғанлиқи билдүрүлди.

рәҗәп таййип әрдоған мундақ дегән: «идлибкә қарита наһайити рәһимсиз мусапә башлиниватиду. у йәрдә 3.5 милйон киши бар, бир балайи-апәт йүз бәрсә, бу кишиләрниң қачалайдиған җайи йәнә түркийә болиду» дегән.

«йеңи шәпәқ гезити», ирақ чеграсида террористлар тәрипидин «киргили болмайду» дәп аталған икки йақа тағлирида һәрбий һәрикәтлирини изчил давамлаштуруватқан түркийә хәвпсизлик қисимлириниң, үч һәптидә 16 террористни бир тәрәп қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийә алаһидә қисимлириниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң райондики шайкилириға қаттиқ зәрбә бәргәнлики қәйт қилинди.

«стар гезити», гиретсийәниң икки әскириниң түркийә чеграсидин қанунсиз өткәнликини етирап қилғанлиқини хәвәр қилди.

гиретсийә таратқулиридики хәвәрләргә асасланғанда, әдирнәдә 5 йерим ай тутуп турулуватқан икки гиретсийә әскири сорақ қилинғанда, түркийә тәрәпкә қанунсиз һалда өткәнликини етирап қилған.

«сабаһ гезити», түркийә мудапиә санаитиниң алдинқи қатарида туридиған асәлсан- һәрбий електиронлуқ санаити (ASELSAN) ниң, шималий қибрис түрк җумһурийитидә тәтқиқат вә синақ мәркизи қуридиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, 1974-йилдики қибрис тинчлиқ һәрикити нәтиҗисидә , түркийәгә қарши йүргүзүлгән ембарго сәвәблик йәрлик қорал-йарағ ишләпчиқириш санаитини тәрәққий қилдуруш мәқситидә қурулған асәлсан вәхпиниң, қибрисқа болған вапа бурчини ада қилғанлиқи әскәртилди.

«вәтән гезити», денизлиниң ақ җәннити дәп аталған памукқәләдә миладдидин бурунқи 60-йилда йәр тәврәш нәтиҗисидә пәйда болған вә мисир ханиши клейопатраниңму йуйунғанлиқи ривайәт қилинидиған клейопатра көлчикиниң, сайаһәтчиләрни өзигә җәлп қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, қойнидики тарихий йадикарлиқлар арисида су үзгән сайаһәтчиләрниң, иссиқ вә шипалиқ икәнлики илгири сүрүлүватқан суда кәйип сүрүватқанлиқи қәйт қилнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر